Б д т тәрипидин мусапирлиқ салаһийити берилгән бир уйғур мисир бихәтәрлик даирилири тәрипидин тутуп кетилгән

Мухбиримиз әркин
2023.03.24

Б д т ниң мусапирлар мәһкимиси тәрипидин мусапирлиқ салаһийити берилгән бир уйғур мусапири йеқинда мисир бихәтәрлик даирилири тәрипидин тутуп кетилгән. Мәлум болушичә, бу йил 38 яшлиқ билал абдукерим исимлик бу уйғур мусапириниң түркийәдә вақитлиқ туруш гуваһнамиси бар болуп, аяли вә 4 пәрзәнти бар икән. Чәтәл ‍иҗтимаий алақә супилирида тарқалған хәвәрләр вә биз еришкән дәсләпки учурлардин мәлум болушичә, билал абдукеримниң 3-айниң 21-күни әтигәндә өйидин чиқип кәткәнчә из-дерики болмиған.

Бу һәқтики учурларда, билал абдукерим ғайиб болған шу күни кәчтә мисир сақчилириниң униң өйигә келип аилисидин униң паспортини сориғанлиқи, лекин аялиниң сақчиларға б д т ниң мусапирлиқ гуваһнамисини көрсәткәнлики илгири сүрүлгән.

Мәлум болушичә, билал абдукерим мисир бихәтәрлик о‍рганлириниң 2017-йили хитай даирилири билән бирлишип, мисирдики уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилиш һәрикитидин аман қалған, шу қетимқи тутқунда бир түркүм уйғурлар хитайға қайтуруп берилгән болсиму, лекин йәнә хели бир түркүм уйғурлар түркийәгә қечип келишкә мувәппәқ болғаниди. Мисир даирилириниң әйни вақиттики бу һәрикити хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учриған.

Америка ташқи ишлар министирлиқи қайта-қайта баянат елан қилип, башқа дөләтләрниң уйғур мусапирлирини хитайға қайтуруп беришини тохтитишини тәләп қилғаниди. Чәтәл иҗтимаий алақә супилиридики учурлардин мәлум болушичә, қаһирәдә турушлуқ бәзи уйғурлар мисир аманлиқ ‍органлиридин билал абдукеримниң ақивитини сүрүштүрүп, 23-март күни униң мисир дөләт бихәтәрлик идариси тәрипидин тутқун қилинғанлиқ хәвиригә еришкән. Нөвәттә, мисир бихәтәрлик даирлириниң уни немә сәвәбдин тутқун қилғанлиқи мәлум әмәс. Мәлум болушичә, у, б д т мусапирлар мәһкимиси тәрипидин берилгән гуваһнамисиниң вақти 23-март күни тошушқа икки күн қалғанда тутуп кетилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.