Б д т ниң уйғурлар һәққидики мәйдани дуняни үмидсизләндүрди
2022.10.11
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) қармиқидики кишилик һоқуқ кеңишиниң уйғурлар һәққидики доклатта оттуриға қоюлған мәсилиләрни муназирә қилишни авазға қоюшта икки аваз кәмчиллики түпәйлидин рәт қилиш һәққидә қарар елиши дуня миқясида б д т ниң уйғурларни ташливетиши, дәп қарилишқа башлиди.
“вал ситрет журнили” гезитиниң 9-өктәбирдики тәһрират мақалисидә бу һал әнә шу йосунда тәсвирлиниду. Болупму диктатора асасидики дөләтләрдин куба, венезуела, судан қатарлиқлардин башқа ислам дунясиға мәнсуп һиндонезийә, пакистан қатарлиқларниңму бу мәсилидә хитайға яман көрүнүп қелишни халимаслиқи, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң доклатидики “тутқунларни ач қоюш, уйқусиз қоюш, ибадәт қилдурмаслиқ, җинсий хорлуқ арқилиқ номусиға тегиш қилмишлири мәвҗут” дегәндәк әң әқәллий кишилик һәқләрниму бәрмәсликкә қарита шунчә көп дөләтләрниң сүкүт қилиши қаттиқ қамчилиниду.
Апторлар “кишилик һоқуқ кеңиши” дәп нам қоювалған мушундақ бир органниң уйғур дияридики ашу қәдәр ашкара болған әқәллий кишилик һоқуқ мәсилисигә қарап чиқишқиму яримиғанлиқини тәнқидләп; “бу һал мәзкур тәшкилатниң мәвҗут болуши яки америка қошма штатлириниң униңға әза болушиниң һечқандақ һаҗити қалмиғанлиқини көрситип бериду” дәйду.