Д у қ: “б д т уйғурлар һәққидики қош өлчәмни бикар қилиши лазим!”
2023.10.25
Дуня уйғур қурултийи (д у қ) 25-өктәбир күни баянат елан қилип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң өз низамнамисигә хилап һалда иш көрүватқанлиқини, шу қатарда уйғурлар мәсилисидә “қош өлчәм” қоллиниватқанлиқини әйиблиди.
Уларниң тор бетидә елан қилинған баянатта ейтилишичә, б д т ниң йеқинда ечилған үчинчи нөвәтлик йиғинида 50 нәччә дөләт қошма баянат елан қилип, хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан зулумлирини әйиблигән. Б д т ниң кишилик һоқуқ алий кеңишиму өзлири елан қилған доклатта “шинҗаңда болуватқан ишлар инсанийәткә қарши җинайәтләрдин болуши мумкин” дәп хуласә чиқарған. Һалбуки, 17-өктәбир күни б д т ниң баш катипи антонйо гуттерес (António Guterres) бейҗиңға барған һәмдә хитай һөкүмити саһибханилиқ қилған “бир бәлвағ бир йол мунбири” ниң ечилиш мурасимиға қатнашқан. Бу җәрянда у хитай рәһбәрлиридин ши җинпиң қатарлиқлар билән сөһбәтләшкән һәмдә хитайни “хәлқара һәмкарлиқ вә көп хиллиқни әмәлгә ашурушқа әң зор төһпә қошти” дәп мәһдийәлигән. Д у қ ниң баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә сөз қилип “шәрқий түркистан райони дәл хитайниң ‛бир бәлвағ бир йол қурулуши‚дики мәркизий һалқа. Мушу районда инсанийәткә қарши җинайәтләрниң садир болуватқанлиқини баш катип җанаблири немә үчүн тилға алмайду?” дегән.
Баянатта йәнә хитай һөкүмитиниң йеқинда чақирилған б д т 78-нөвәтлик йиллиқ йиғинда кишилик һоқуқ кеңишиниң әзаси болуп сайлиниши әйиблинип “кишилик һоқуқни әң зор дәриҗидә дәпсәндә қиливатқан бир дөләтниң бу кеңәшкә әза болуп сайлиниши б д т үчүн бир чоң номус. Улар бу хилдики ‛қош өлчәм‚дин ваз кечиши лазим” дейилиду.