Кишилик һоқуқ тәшкилатлири б д т кишилик һоқуқ органлирини хитайға кәскин һәрикәт қоллинишқа чақирди
2024.08.28
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссарлиқи елан қилған “шинҗаң уйғур аптоном районидики кишилик һоқуқ әһвали һәққидә доклат” ниң икки йиллиқи мунасивити билән, 28-авғуст күни дуня уйғур қурултийи, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур һәрикити тәшкилати, хитайдики кишилик һоқуқни қоғдиғучилар тәшкилати қатарлиқ 15 тәшкилат бирликтә баянат елан қилип, б д т кишилик һоқуқ кеңишини бу йил 9-айниң 9-күни өткүзүлидиған 57-нөвәтлик йиғинда хитайға җиддий һәрикәт қоллинишқа чақириқ қилди.
Хитайдики кишилик һоқуқни қоғдаш тәшкилатиниң тор бетидә елан қилинған бу баянатта, хитайниң б д т чиқарған мәзкур доклатни қилчә асассиз һалда “қанунсиз вә инавәтсиз” дәп рәт қилғанлиқи, шундақла б д т кишилик һоқуқ органлириға дүшмәнлик позитсийәси тутқанлиқи, зиянкәшликкә учриғучилар вә уларниң аилә тавабиатлириға җавабкар болуштин баш тартқанлиқи қаттиқ әйибләнгән.
Баянатта мундақ дейилгән: “хитай һөкүмити уйғур районидики кәң көләмлик вәһшийликини давамлаштуруватиду: һечқандақ қануний әйибләш вә дәлилләш болмай туруп кишиләрни халиғанчә тутушни давам қиливатиду. Һөкүмәтсиз кишилик һоқуқ тәшкилатлири бу райондики қаттиқ бастурушни хатириләп кәлмәктә. Хитайниң юқири дәриҗилик һөкүмәт әмәлдарлири уйғурларниң тили, мәдәнийити вә етиқадини йоқитидиғанлиқини ашкара җакарлимақта. Б д т ға әза туруп, бундақ кәң көләмлик җинайәт өткүзгән бир дөләтниң б д т кишилик һоқуқ кеңишидә вәзипә өтәш салаһийити болмайду, униң җавабкарлиқини чоқум сүрүштүрүш керәк”.
Баянатниң ахирида, әгәр б д т кишилик һоқуқ алий комиссари, кишилик һоқуқ кеңиши хитайға кәскин һәрикәт қолланмиса, хитайниң йәнә тарихта мисли көрүлүп бақмиған бу җинайәтни давамлаштуридиғанлиқи әскәртилгән һәмдә б д т кишилик һоқуқ органлириниң дәрһал һәрикәткә өтүши керәклики чақириқ қилинған.