Б д т ниң хитайни йеңи қурулған енергийә өткүнчи минерал кан маддилири комитетиға таллиши тәнқидкә учриди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.04.29

Б д т ниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйиблиниватқан хитайни йеңи қурулған б д т һалқилиқ енергийә өткүнчи минерал кан маддилири комитетиниң әзалиқиға таллиши тәнқидкә учриди.

Америкадики бәзи таратқуларниң билдүрүшичә, б д т баш катипи гутеррес, 26-апрел хитайни өз ичигә алған 23 дөләтни б д т ниң һалқилиқ енергийә өткүнчи минерал кан маддилирини ишләпчиқириш саһәсидики кишилик һоқуқни яхшилаш мәқситидә қурулған бу комитетниң әзалиқиға тәйинлигән.

Америкадики “күндилик чақириқ” намлиқ тор гезитиниң 27-апрел бәргән бу һәқтики бир хәвиридә, хитайниң һалқилиқ өткүнчи енергийә минерал кан маддилирини ишләпчиқириш саһәси уйғур мәҗбурий әмгики кәң омумлашқан саһә, дәп қарилидиғанлиқи вә америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитайни уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилмақта, дәп әйибләватқанлиқини билдүргән.

“күндилик чақириқ” ториниң қәйт қилишичә, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйиблиниватқан хитай, бу комитетта “муһит вә иҗтимаий өлчәмләрни қоғдашниң дуняви ортақ вә халисанә пиринсиплирини бекитишкә қатнишип”, һалқилиқ йешил енергийә кан маддилирини ишләпчиқириш саһәсидә “адаләтни орнитиш” хизмитини ишләйдикән. Хәвәрдә, йеңи қурулған бу комитетниң хизмитиниң мис, лети, никел, кобалт вә башқа қиммәтлик кан мәһсулатлириниң қезилишиға мәркәзлишидиғанлиқи билдүрүлмәктә.

Мәлум болушичә, хитай бу хил кан мәһсулатлирида дуня базирини монопол қилип кәлгән. Бәзи чәт әл тәтқиқат орунлириниң доклатлирида, хитайниң токлуқ аптомобил батарейәси вә күнтахта материяллирини ишләпчиқириш базилирида уйғур мәҗбурий әмгикиниң ишлитилидиғанлиқи қәйт қилинмақта. Әнглийә шеффелд һаллам университети билән вашингтондики истратегийә вә хәлқара тәтқиқат мәркәзлириниң елан қилған тәкшүрүш доклатлирида хитай йешил енергийә санаитиниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилидиғанлиқи билдүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.