Бенедект рогерс: “кишилик һоқуқ алий комиссари өзиниң роһини хитайниң рәһимсиз реҗимиға сетивәтти”

Мухбиримиз ирадә
2022.06.23

Әнглийәдики кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә язғучи бенедект рогерс (Benedict Rogers) йеқинда “асия католик бирлики” хәвәр торбетидә (UCA NEWS) кишилик һоқуқ алий комиссари мишәл бачелетниң уйғур елидики әһмийәтсиз зиярити һәққидә бир парчә мақалә елан қилди. У мақалисигә “б д т ниң кишилик һоқуқ алий комиссари өзиниң роһини хитайниң рәһимсиз реҗимиға сетивәтти” дәп мавзу қойған.

У мақалисини мишәл бачелетниң келип чиқиш тарихи билән бағлап чүшәндүргән. У мешәл бачелетниң чилиниң һәрбий диктатори августо пиночетниң зиянкәшликигә учрап, түрмидә қийнап өлтүрүлгән өктичиниң қизи болуши, өзиниң вә аписиниңму қошуп тутулуп түрмидә қийин-қистаққа елинғанлиқи, төт йил сүргүн һаятини баштин кәчүргән бири болуш сүпити билән әслидә диктаторларға қарши һәқиқәтни сөзләшни әң яхши билидиған бири болуши керәкликини баян қилған.

У мақалисидә йәнә, чилиниң президенти болуп сайланғандин кейин пиночетниң 16 йерим йиллиқ мустәбит һакимийитиниң дәһшәтлирини чили хәлқниң унтуп қалмаслиқи үчүн бир кишилик һоқуқ музейи ачқан, 2009-йили 11-айда чилиниң кишилик һоқуқини илгири сүрүш вә қоғдаш үчүн тунҗи дөләтлик кишилик һоқуқ тәтқиқат орни қурған мишәл бачелетниң хитайға кәлгәндә пүтүн бу һәрикәтлирини унтуп қалғанлиқини баян қилған. Бенедект рогерс, мишәл бачелетниң хитайниң уйғурларға қиливатқан зулуми тәкшүрүлгән доклатини елан қилмайла қалмай, у йәргә барғандин кейинму хитай компартийәсиниң тәшвиқатчисидәк уларниң уйғур қирғинчилиқини пәрдазлап қилған гәплирини әйнән тәкрарлиғанлиқи, қисқиси мустәбит хитай һакимийитигә роһини сетип, униң хошамәтчиликини қилип қайтип кәлгәнликини баян қилған.

Бенедект рогерс мақалисидә мишәл бачелетни әйни чағда ленин өзиниң бир сөзидә тәсвирлигәндәк, хитай компартийәси үчүн “пайдилиқ әхмәқ” қә айланди, дәп язған.

У йәнә мақалиси ахирида б д т кишилик һоқуқ алий комиссари мишәл бачелит вә б д т баш секретари антонийо гутерс һәр иккилисиниң б д т ниң қурулуш мәқситигә хилап һалда, адаләтни яқилаштин баш тартип кәлгәнликини, уларниң б д т 'ниң образиға қаттиқ дағ чүшүргәнликини тилға елип, йеңи нөвәтлик б д т рәһбәрлириниң “бейҗиңдики пайдини әмәс, әксичә б д т ниң қиммәт қаришини гәвдиләндүридиған, униңға ишинидиған вә уни қоғдайдиған рәһбәрләр” болушини арзу қилидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.