Валкер түркниң б д т кишилик һоқуқ йиғинида бәргән баянида хитайниң җинайити күчлүк тәнқидләнмиди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.09.10

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари валкер түрк 9-сентәбир күни б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң 57-қетимлиқ йиғинида сөз қилип, “кишилик һоқуқни қоғдаш дуняда чәклимигә учримайдиған һәр қандақ һоқуққа қарши бирдинбир таянчимиз” дегән. У дуняниң һәр қайси җайлирида баш көтүрүватқан мустәбитликниң кишилик һоқуқни қурбан қилиш бәдилигә алаһидә һоқуқ вә имтиязға игә болуватқанлиқини тәнқидлигән. Һалбуки, у хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан инсанийәткә қарши җинайәтлирини наһайити аҗиз гәпләр билән тилға елип өтүп кәткән. У мундақ дегән: “хитай һөкүмити хәвпсизлик вә җәмийәт муқимлиқини баһанә қилип, пуқраларниң әркинликини намувапиқ усуллар билән чәкләп қойди”.

У йәнә, хитай һөкүмити аяллар һоқуқини қоғдашқа вәдә қилған 30 йилдин буян, аялларниң орниниң йәнила төвән икәнлики, әрләрниң һакимийәттики орниниң үстүн икәнлики һәққидә тохталған.

Валкер түрк йәнә мустәбит һакимийәт қурулмисиниң, һоқуқтин қалаймиқан пайдилинишниң вә тәқип-назарәт системисиниң кишилик һоқуққа кәлтүридиған зиянлирини оттуриға қойған, әмма буниңға хитайни мисал қилмиған. У ирқчилиқ, айримичилиққа қарши туруш, аяллар вә балилар һоқуқини қоғдаш, муһитни қоғдаш қатарлиқ кишилик һоқуқ тәләплириниң җәмийәт тәрәққиятиға көрситидиған иҗабий тәсирини баян қилиш билән биргә, кишилик һоқуқниң пикир әркинлики вә шәхсий мәхпийәтликини қоғдашни өз ичигә алидиғанлиқини, тордики зораванлиқ, сахта-ялған учур тарқитиш, ғәзәп-нәпрәт вә өчмәнликкә күшкүртүш қилмишлириға зәрбә бериш керәкликини билдүргән.

Валкер түркниң б д т да қилған бәргән баянати, болупму уйғурлар мәсилисидә авазиниң техиму төвәнләп кәткәнлики тәнқидләргә сәвәб болған. Тәтқиқатчи адриян зениз бу һәқтә X дә пикир баян қилип: “бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклати елан қилинғили 2 йил болған бүгүнки күндә, валкер түрк наһайити аҗиз гәп қилип, шинҗаңда йүргүзүлүватқан қәбиһ җинайәтләрни әйибләш пурситини қолдин берип қойди” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.