Б д т өзиниң хитайни уйғур қатарлиқ паалийәтчиләрниң исми билән тәминлигәнликини ашкарилиған хадимини хизмитидин бошатқан
2021.11.15
Б д т, бу органниң хитайни уйғур қатарлиқ паалийәтчиләрниң исми билән тәминлигәнликини ашкарилиған б д т хадими ема райлейни хизмитидин бошатқан. Ема райлейниң 13-ноябир әнглийәлик журналист мәҗид навазниң зияритини қобул қилғанда ейтишичә, б д т өткән һәптә ема райлейниң һәрикитидин “пушайман қилмиғанлиқи” ни “еғирлаштурғучи амил” дәп қарап, б д т дики хизмитидин бошатқан. “һәптилик хәвәрләр” журнилиниң ашкарилишичә, ема райлей б д т ниң хитай һөкүмитини уйғур паалийәтчилириниң исми билән актип тәминләп кәлгәнликини ейтқан.
Ема райлей илгири б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң һәр қетимлиқ йиғинидин бурун хитайниң йиғинға қатнишидиған уйғур вә башқа хитай өктичилириниң тизимликини сорайдиғанлиқи, бу б д т қаидисигә хилап болсиму, бирақ униң хитайни бу учур билән тәминләйдиғанлиқини ашкарилиған. У бу әһвални 2013-йилидин башлап байқашқа башлиған болуп, у б д т ниң хитайға бәргән тизимлики ичидә д у қ рәиси долқун әйсаниңму барлиқини билдүргән. Ема райлейниң баяни фирансийәниң “лемонде” қатарлиқ гезитләрлиридә елан қилинип қозғула қозғиған.
Б д т кишилик һоқуқ кеңиши хитайни бундақ тизимлик билән тәминлигәникини рәт қилмиған. Бирақ 2015-йилдин кейин хитайни тизимлик билән тәминләп бақмиғанлиқини илгири сүргән иди. Ема райлейниң 13-ноябир мәҗид навазниң зияритини қобул қилғанда, б д т ниң уни “ялған сөзләш” билән әмәс, б д т ниң “абруйиға сәлбий тәсир көрсәтти” дәп әйиблигәнликини билдүргән. Униң ейтишичә, , б д т баш катипи гутерес хитайниң килимат мәсилисидики һәмкарлиқини дәп кишилик һоқуқ кеңишиниң һәрикитигә көз юмған.