Б д т ниң илгири уйғурларниң исимликини хитайға тәминлигәнлики ашкариланди

Мухбиримиз әзиз
2019.12.17

Тәйвәндә чиқидиған “әркинлик вақти гезити” ниң 16-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң сабиқ хадимлиридин емма реллий б д т қармиқидики кишилик һоқуқ алий кеңиши (OHCHR) ниң 2013-йилидин буян б д т йиғиниға қатнишидиған уйғур вә тибәт вәкиллириниң исимликини хитай һөкүмитигә йоллап берип келиватқанлиқини паш қилған.

“форбес хәвәрлири” ниң 15-күнидики баянлирида ейтилишичә, емма бу сөзләрни американиң бир қисим палата әзалири билән болған сөһбәттә ейтқан һәмдә буни “б д т ниң хитайға хушамәт қилиши” дәп көрсәткән. У бу мәсилини көп қетим б д т ниң мунасивәтлик орунлириға мәлум қилған шундақла бу һәқтә америка һөкүмитигә бир парчә шикайәт хети язған болуп, униңда кишилик һоқуқ алий кеңишиниң хитай һөкүмити “дүшмән” дәп қарайдиған кишиләрниң б д т йиғиниға қатнишиш әһвали, вақти қатарлиқ учурларни йиғиндин бурун хитай һөкүмитигә йоллап берип кәлгәнликини ейтқан.

Б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши емманиң ейтқанлирини қәтий рәт қилған һәмдә өзлириниң бундақ учурларни һечкимгә ашкарилимайдиғанлиқини билдүргән. Һалбуки, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләрдин долқун әйса бирнәччә қетим мушу хилдики хәлқара паалийәтләрдә һәр хил чәклимиләргә учриған болуп, униң сөз қилиш һоқуқи уштумтутла бикар қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.