Америка дөләт мәҗлисиниң әзалири бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини кечиктүрүшни тәләп қилған

Мухбиримиз әркин
2021.07.23

Америка дөләт мәҗлисиниң нопузлуқ икки әзаси 23-июл хәлқара олимпик комитетиниң президенти томас бахқа хәт йезип, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлик олимпик мусабиқисини кечиктүрүшни, әгәр хитай қорқунчлуқ кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтатмиса, олимпикни башқа дөләткә йөткәшни тәләп қилған.

Бу хәтни америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң қош рәислиридин кеңәш палата әзаси җеф мерклей билән авам палата әзаси җеймис микговерин язған. Улар хетидә “һечқандақ олимпик ирқий қирғинчилиқ вә ‍инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан бир дөләттә ‍өткүзүлмәслики” ни билдүргән.

Хәттә, бу комитетниң сабиқ рәислиридин авам палата әзаси кристофер симис вә кеңәш палата әзаси марку рубийоларниң 2018-йили униңға хәт язғанлиқи, лекин униң җаваб қайтурмиғанлиқи, 2018-йилидин кейин уйғур вә башқа мусулман милләтләрниң вәзийити техиму еғирлашқанлиқи билдүрүлгән.

Хәттә йәнә америка ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмитиниң һәрикитини “ирқий қирғинчилиқ”, “‍инсанийәткә қарши җинайәт” дәп бекиткәнликини тәкитләп, “бирақ биз хәлқара олимпик комитетиниң хитай һөкүмитиниң қилмишини өзгәртишкә бесим ишлитиш үчүн һәрикәт қилғанлиқиға аит һечқандақ пакит көрмидуқ” дейилгән.

Уларниң тәкитлишичә, “әгәр хәлқара олимпик комитети ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан дөләттә һечқандақ иш болмиғандәк олимпик мусабиқиси өткүзүшни давамлаштурса, буниң олимпик һәрикити вә хәлқара җәмийәткә болған тәсири интайин начар болидикән”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.