Америка сиясийонлири уйғур қирғинчилиқи сәвәбидин бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишни тәкитлиди

Мухбиримиз әзиз
2021.07.27

Америка дөләт мәҗлиси әзалири ичидә 2022-йили бейҗиңда өткүзүлидиған қишлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқи көпләп оттуриға чиқмақта. Йеқинда дөләт мәҗлиси әзалиридин майкил валтиз, том малиновиски қатарлиқлар йеңи тәклип лайиһәси тәйярлап, уйғурлар қирғинчилиққа учраватқанда бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишниң тәхирсизликини йәнә бир қетим тәкитлиди.

ABC Агентлиқиниң 27-июлдики хәвиридә ейтилишичә, флорида шитатидин сайланған авам палата әзаси майкил валтиз тунҗи қетим бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини толуқ байқут қилиш тәшәббусини оттуриға қойған кишиләрниң бири икән. Америка авам палатасиниң рәиси нәнси пелоси ханим болса бу йилниң бешида бу мусабиқини “дипломатик байқут қилиш” тәшәббусини оттуриға қойған иди. Валтиз әпәнди бу һәқтә сөз қилип “бизниң бу қетимқи тәклип лайиһәмиз америка қошма штатлириниң бейҗиң олимпик мусабиқисигә рәсмий вәкилләр өмики әвәтишигә зор дәриҗидә тәсир көрситиду” дегән.

Хәвәрдә ейтилишичә, америка һөкүмити өткән бирнәччә айда изчил өзлириниң иттипақдашлири билән “қирғинчилиқни иҗра қиливатқан хитайға тәнтәрбийә өмики әвәтиш яки әвәтмәслик” мәсилисини музакирә қилип кәлмәктә.

Майкил валтиз вә том малиновски 2021-йили июн ейидин башлапла охшимиған сорунларда: “қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қиливатқан хитай дөлитиниң олимпик мусабиқиси өткүзүшигә йол қойғанлиқ уларниң қилмишини йоллуқ, дәп етирап қилғанлиққа баравәр. Бу әмәлийәттә башқа дөләтләрниңму инсанийәткә қарши җинайәтләргә мәһлия болушиға йол ачиду” дегән мәзмунда сөз қилип кәлгәникән. Бу қетим уларниң уйғурлар дуч келиватқан ирқий қирғинчилиқни асасий сәвәб қилған һалда бейҗиңдики олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақириши зор диққәт қозғимақтикән.

Мәлум болушичә, америка һөкүмити сабиқ совет иттипақиниң 1979-йили афғанистанға таҗавуз қилишиға наразилиқ билдүрүп 1980-йили москва шәһиридә өткүзүлгән язлиқ олимпик мусабиқисини байқут қилғаникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.