Америкада вә канадада бейҗиң олимпик мусабиқисини бойқут қилиш чақириқлири күчәйди

Мухбиримиз ирадә
2021.02.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Америка вә канадада 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпикини бойқут қилиш чақириқи күчәймәктә. Америка дөләт мәҗлис әзаси җон катко 22-феврал күни америка президенти җов байденға рәсмий мәктуб йоллап, униңдин очуқ-ашкара ирқий қирғинчилиқ билән шуғуллиниватқан бир һакимийәтниң саһибханлиқидики олимпик мусабиқисини бойқут қилишқа чақирған.

У мәктубида мундақ дегән: “америка орнидин дәс туруп, американиң қурулуш принсиплири болған кишилик һоқуқ вә қанун билән идарә қилиш вәдисини қоғдиши керәк. Америка дәрһал һәрикәт қоллинип, хитай компартийәсиниң уйғурларни системилиқ йоқитишқа урунушини тизгинлиши керәк. Хитай компартийәси қолланған һәрикәт америка вә униң дунядики иттипақдашлириниң қиммәт қарашлириға зит. Очуқ-ашкара ирқий қирғинчилиқ қиливатқан дөләттә өткүзүлгән олимпик тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнишиш бу ортақ қиммәт қаришимизға бузғунчилиқ қилипла қалмай, бәлки у әркин вә һәққаний җәмийәт издәйдиғанларға бәргән вәдимизгә көләңгә чүшүриду.”

Дөләт мәҗлис әзаси җон катко америка фокс теливизийәсидә сөз қилғандиму “американиң бу мусабиқигә қатнишиши дуняға хата сегнал бериду, хитайға вә униң тактикилириға болди бәс, дәйдиған вақит кәлди,” дәп агаһландурди.

Бүгүн, йәни 25-феврал күни американиң б д т турушлуқ сабиқ әлчиси никки һейлиму тивиттер торида америка һөкүмитигә чақириқ қилди. У учурида: “америка өз хәлқигә ирқий қирғинчилиқ қиливатқан вә дуняға тәһдит селиватқан бир дөләтни шәрәпләндүрмәслики керәк. Мән американиң 2022-йиллиқ қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини байқут қилишини тәләп қилимән,” дәп язған. У бу һәқтә фокс хәвәрләр торида мәхсус мақалә елан қилған.

Бундин башқа йәнә канададики 180 дин артуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири канада һөкүмитини бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақирған. Бу тәшкилатлар ортақ елан қилған чақириқнамида ондин артуқ федератип палата әзаси, 13 парламент әзаси вә олимпик алтун медалиға еришкән жан лук брасар қатарлиқларниң имзаси йәр алған икән.

22-Феврал дүшәнбә күни канада авам палатаси хәлқара олимпик комитетидин 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини башқа дөләткә йөткәшни тәләп қилиш тоғрисидики тәклип лайиһәсини авазға қоюп, мақуллиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.