Бейҗиңлиқлар һәр күни хизмәт үчүн 52 минут метрода олтурушқа мәҗбур икән
Мухбиримиз җүмә
2015.01.31
2015.01.31
BBC Ниң хәвәр қилишичә, бейҗиңлиқлар һәр күни хизмәт үчүн 52 минут метрода олтурушқа мәҗбур икән, бу ню - йорклиқларниң сәпәр вақтидинму узун икән.
Хәвәргә қариғанда, бу сан хитайдики “бәйду” тори 300 миң бейҗиң шәһәр аһалиси үстидин елип барған рай синаш нәтиҗисигә асасән чиқарған.
Бейҗиңниң нопуси нөвәттә 21.5 Милйон икән.
Һалбуки, BBC дики мулаһизигә қариғанда бу америкиниң “алма” ширкити үчүн хәйрлик хәвәр икән.
Чүнки бейҗиңдики көпинчә яш йолучилар узун метро сәпирини кәң екранлиқ “алма” янфонлири - “iPhone” ларни көрүш билән өткүзидикән.
“алма” ширкити өткән йилиниң ахирқи чарикидики хитайда алған пайдисиниң 70 пирсәнт ешип 16 милярд доллар болғанлиқини елан қилған.