Америкиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси уйғурларниң әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди
2013.11.08
Америкиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси гәрий лок (лу җяхуй), йеқинда америка “ташқи сиясәт” журнилиниң зияритини қобул қилип, уйғурларниң әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән.
У, хитай һөкүмити охшимиған аз санлиқ милләтләрниң мәдәнийити, тили вә өрп-адәтлирини қоғдиши керәкликини тәкитләп, америка уйғурларниң дини, мәдәнийити вә тили техиму көп қоғдилиши вә һөрмәт қилиниши керәк, дәп қарайду, дегән.
Гәрий лок, бу йил язда зор көләмлик бир америка сода зиярәт өмикини башлап, уйғур аптоном районини зиярәт қилған.
У, үрүмчидә хитай һөкүмәт әмәлдарлири билән көрүшүпла қалмай, диний, илмий саһәдики бәзи уйғур затлар вә зиялийлар билән учурушуп, сөһбәт елип барған.
У “ташқи сиясәт” журнилиға қилған сөзидә йәнә, америка уйғурларниң мәвҗутлуқ әһвалидин әндишә қилидиғанлиқини әскәртип, уйғурларниң олтурақ муһити тарийип кетиватқанлиқи, улар мәдәнийәт җәһәттики зор пәрқләр сәвәбидин башқа милләтләр тәрипидин чәткә қеқилмаслиқи керәклики қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохталған.
У йәнә, тйәнәнмен аптомобил һуҗуми һәққидә тохтилип, америкиниң һәр қандақ террорлуққа қарши туридиғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ тйәнәнмен вәқәсини “террорлуқ һәрикити” дәп аташни рәт қилған. У, буниңға хитайниң өзи баһа бериши керәкликини билдүргән.