Байден билән меркел хитайниң бузғунчилиқиға қарита демократик қиммәт қарашни қоғдайдиғанлиқини җакарлиди

Мухбиримиз әркин
2021.07.16
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитайниң тәсиригә қарита әндишә күнсири күчийиватқан бир вақитта америка президенти җов байден билән германийә баш министири ангела меркел хитайниң бузғунчилиқиға қарита демократик қиммәт қарашларни қоғдайдиғанлиқини җакарлиған. Президент байден 15-июл германийә баш министирини ангела ақсарайда күтүвалған.

Җов байден ангела меркел билән биргә өткүзгән ахбарат йиғинида: “биз хитай яки башқа дөләтниң әркин вә очуқ җәмийәткә бузғунчилиқ қилиш үчүн уруниватқанлиқини көргәндә, демократик принсипларни вә универсал һәқ-һоқуқларни қоғдаймиз,” дегән.

Мәлум болушичә, икки дөләт рәһбири бу қетим йәнә “вашингтон хитапнамиси” елан қилип, өзлириниң “‛очуқ дуня‚ ни ташқий күчләрниң мәҗбурлиши вә һөкүмранлиқидин қоғдайдиғанлиқи”, шундақла “һәммә җайда кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә мас қәдәмдә җаваб қайтурудиғанлиқи” ни билдүргән. Кюто агентлиқиниң билдүрүшичә, икки тәрәп кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә мас қәдәмдә инкас қайтуридиғанлиқини билдүргән болсиму, лекин хитайға қанчилик қаттақ болуш мәсилисидә и‍кки тәрәп арисида пәрқ бар икән.

Меркел ахбарат йиғинида германийә билән американиң “кишилик һоқуқ қандақ йәрдә капалаткә ‍игә болмиса, шу җайда авазини чиқиридиғанлиқи”, шундақла йәнә бу ‍икки дөләт “дунядики барлиқ дөләтләрниң земин пүтүнликини қоғдайдиғанлиқи” ни ейқан. Меркел йәнә хитай билән болған содиниң “һәммигә ортақ болған тәң баравәр шәртләрни асас қилиши керәклики” ни билдүргән. Ангела меркел президент байден вәзипигә олтурған 1-айдин бери ақсарайни зиярәт қилған тунҗи явропа рәһбиридур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.