Уйғур дияридики биңтуән бу йил 12 милйон 500 миң мо йәргә кевәз теришни пиланлимақтикән
2023.04.06
Хитайниң уйғур елидики ишләпчиқириш-қурулуш армийәси, йәни биңтуәнниң райондики терилғу йәрләрни асасән дегүдәк игиләп болғанлиқи, шундақла йеза-игилик ишләпчиқиришида йилдин-йилға көләмлишиватқанлиқи мәлум болмақта.
“биңтүән хәвәрлири” тори 6-април күни тарқатқан бир хәвиридә, биңтуәнниң бу йил 12 милйон 500 миң мо йәргә кевәз теришни пиланлаватқанлиқи билдүрүлгән.
Уйғур елидики йеза-игилик мәһсулатлири екиспортида йетәкчи орунға өткән биңтуәнниң бу йил пәқәт кевәз үчүнла 12 милйон модин артуқ терилғу йәрни аҗритиши, һәр саһәниң диққитини қозғимақта. Биңтуән уйғур елидики әң мунбәт терилғу йәрләрни игилигән һәм шундақла хитай компартийәсиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқ вә мәҗбурий әмгәк сиясәтлирини иҗра қилишта авангартлиқ ролини ойнап келиватқан йерим һәрбий характерлиқ органдур. Йеқиндин буян биңтуәнгә аит хәвәрләрдә тилға елиниватқан терилғу йәр көлимигә аит рәқәмниң шиддәт билән зорийип меңиши, нөвәттә уйғур диярида биңтуән игиливалған терилғу йәрләрниң қанчилик көплүкини намайән қилип беридикән.
Биңтуәндә ишләпчиқириливатқан пахта, пәмидур қатарлиқ мәһсулатлар уйғурларниң мәҗбурий әмгикигә четишлиқ болғанлиқи үчүн, бу мәһсулатларниң америка базириға киргүзүлүши чәкләнгән иди. Бирақ биңтувәнниң бу йил 12 милйон модин артуқ йәргә кевәз теришни пиланлаватқанлиқи, хитай һөкүмитиниң түрлүк йоллар билән пахта екиспортини давамлиқ кеңәйтишкә уруниватқанлиқи вә йәниму көп уйғурларниң бу кевәзликләрдә мәҗбурий ишқа селинидиғанлиқидин дерәк бәрмәктә икән.