Хитайниң биңтуәндә қой бақмичилиқини тәшәббус қилиши диққәт қозғиди

Мухбиримиз ирадә
2022.12.22

Хитайниң уйғур елидә турушлуқ ишләпчиқириш-қурулуш армийәси биңтуәндә қой бақмичилиқи кәспини тәрәққий қилдуруш тәшәббус қилиниши диққәт қозғиди.

Хитай хәвәрләр тори 21-декабир күни тарқатқан бир хәвиридә, уйғур елидә турушлуқ биңтуәнниң деһқанчилиқ мәйданлирида йеқинқи йилларда “қой таварға айлиниш” истратегийәси зор күч билән илгири сүрүп, қелиплашқан қой беқишниң моделлирини тәтқиқ қилғанлиқи вә териқчилиқ, бақмичилиқ, қой мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш, оғут қатарлиқ йешил санаәт зәнҗирини шәкилләндүргәнлики баян қилған.

Хәвәрдә, 2021-йили әскәрдин чекингәндин кейин қой бақмичилиқиға башлиған җав шөҗүәнниң икки йилға йәтмигән вақит ичидә һәр йили 10 миңға йеқин қой сатидиған “аял падичи” ға айланғанлиқи мисал қилинған һәм шундақла нөвәттә қой гөшигә болған тәләпниң интайин юқири икәнлики, бу қойларниң биваситә сетиш дуканлири һәмдә тор арқилиқ бейҗиң, шаңхәй, гуаңҗу вә башқа өлкиләрдики херидарларға сетиливатқанлиқи баян қилинған.

Хитай таратқулири йеқинқи бир қанчә йилдики хәвәрлиридә уйғурлар әң зич олтурақлашқан җәнубта чошқа бақмичилиқи игиликиниң кеңәйтилидиғанлиқи тоғрулуқ һәдәп кеңәйтиватқан бир пәйттә, хитайлар игилигән биңтүәндә қой бақмичилиқини тәшәббус қилиши диққәт қозғимақта. Тәтқиқатчи адриян зенз илгири әл-җәзирә телевизийәсигә қилған сөзидә уйғур елидә йеза игилик тәрәққиятиниң “динсизлаштуруш” ниң бирқисмиға айланғанлиқи, хитайниң уйғур елидә чошқа бақмичилиқини илгири сүрүш вә кеңәйтиш үчүн актип тиришчанлиқ көрситиливатқанлиқини тәкитлигәниди.

Униң үстигә, ичкири өлкиләрдә қой гөшигә болған тәләпниң өсүшиниң уйғур елидики уйғур қатарлиқ мусулман милләтләрниң қой гөши истималиға қандақ тәсир көрситидиғанлиқиму муһим бир мәсилә дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.