Уйғур елида биңтуән шәһәрлири көпләп қурулуп, хитай нопуси йәрләштүрүлмәктә
2021.12.30
Уйғур елида турушлуқ ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәнниң уйғур елиниң җәнубида йеңи шәһәрләрни көпләп бәрпа қилип, хитай нопусини орунлаштурушни тезлитиватқанлиқи мәлум болмақта.
“биңтуән хәвәрлири” елан қилған учурларға қариғанда, биңтуәнниң 14-дивизийәсиниң 225-полки турушлуқ қурумқаш шәһири, йәни хитайчида “куню” дәп атилидиған йеңи шәһәр қурулуши җиддий елип берилип, асасий җәһәттин пүткән.
Мәзкур шәһәр керийә наһийәсидин 39 киломитир, чера наһийисидин 40 киломитир йирақлиқта болуп, униң қурулуши хитай компартийәси мәркизи комитетиниң һавалиси, уйғур аптоном районлуқ партком вә биңтуән парткоминиң қоллиши билән 2018-йили 1-айдин башлап қурулушқа башлиған икән.
Қурумқаш дәп аталған 225-полк турушлуқ бу шәһәр әслидә керийә наһийәси вә чира наһийәлиригә тәвә болған 6 йеза вә деһқанчилиқ мәйданлириниң земинлирини бирләштүрүп қурулған болуп, хәвәрдә йәнә мунулар дейилгән:
“өткән төт йилда шәһәрниң муқимлиқни қоғдаш вә чеграни қоғдаш иқтидари зор дәриҗидә юқири көтүрүлди, қурулуш түрлири вә мәбләғ җәлп қилиш күчи юқири көтүрүлди. Қәдимки чөллүктики 225-полкиниң үнүмлүк орманчилиқ вә мевә санаити, бақмичилиқ, йеңи кәсип вә мулазимәт кәспи тез тәрәққий қилди. Мәктәп, дохтурхана, май қачилаш понкити вә санаәт карханилири омумиййүзлүк қурулди. Ул әслиһәлири үзлүксиз яхшиланди, бу йеңи шәһәр ‛күчлүк мускул вә сөңәк‚ кә айланди.”
Уйғур елида турушлуқ биңтуән шәһәрләштүрүш вә бу шәһәрләргә хитай нопусини көпләп көчүрүш арқилиқ уйғурларни өз земинида аз санлиқларға айландурушта авангартлиқ роли ойнап кәлгән. Хитайниң кейинки йилларда биңтуән тәвәсидә қурған арал вә тумшуқ шәһәрлири буниң асаслиқ өрникидур. Хитай даирилири елан қилған санлиқ мәлуматлардин мәлум болушичә, илгири уйғурлар көп санлиқни игилигән бу шәһәрләрдә қисқа мудәт ичидә хитай нопуси мутләқ үстүнлүкни игилигән икән.
Америкадики уйғур зиялийси елшат һәсән әпәндиниң көрситишичә, хитай һөкүмитиниң мәқсити ғәйрий рәсмий армийә һесабланған биңтувәнни уйғур елида зор дәриҗидә кеңәйтиш арқилиқ, уйғурларни мутләқ контрол қилиш вә ассимлатсийә қилип йоқитиш икән.
Дәрвәқә, биңтуән хәвәрлиридиму хотәндә қурулған бу йеңи полкниң “қәтий ирадә, пәвқуладдә тезлик, күчлүк иҗра қилиш вә йеңилиқ яритиш роһи арқилиқ партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини йолға қоюшта биңтуәнниң ролини җари қилдурудиғанлиқи” ни тәкитлигән.