Британийә хәлқи биләт ташлап, явропа иттипақидин айрилишни қарар қилди

Мухбиримиз әркин
2016.06.24

Британийә хәлқи тарихий характерлик қарар чиқирип, явропа иттипақидин айрилип чиқишни қоллиди. Пәйшәнбә күни өткүзүлгән омум хәлқ рай синаш һәрикитидә 52% адәм явропа иттипақидин айрилип чиқишқа, 48% явропа иттипақида қелишқа биләт ташлиди.

Явропа иттипақида қелишни қоллап кәлгән вә буни авазға қойған әнглийә консерватиплар һөкүмити баш министири дәйвид камерон җүмә күни истепа бәргәнликини җакарлиди.

У, довниң кочисидики 10‏‏- номурлуқ баш министирлиқ мәһкимиси алдида өткүзгән ахбарат йиғинида: “британийә хәлқи наһайити ениқ қарар берип башқа йолда меңишни таллиди. Мениңчә дөләт бу йолда йеңи рәһбәргә еһтияҗлиқ” дәп көрсәтти.

Явропа иттипақи британийәниң қараридин қаттиқ әпсусланғанлиқини, әмма униң қарариға һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрди. явропа иттипақи рәһбәрлири җүмә күни бирюсселда җиддий йиғин чақирип британийәниң қарарини музакирә қилған.

Явропа кеңишиниң президенти доналд туск, явропа комиссийәси президенти җен клауд җункер вә явропа парламенти рәиси мартен шулиз қатарлиқлар британийәниң иттипақтин айрилиш рәсмийитини “тез арида пүттүрүши” ни, буниң “наһайити мушәққәтлик бир җәрян” болидиғанлиқини вә “қайта музакирә” қилинмайдиғанлиқини билдүргән. Улар британийәниң иттипақтин айрилишини кечиктүрүш “орунсиз тәрәддутләргә елип бариду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.