Марко рубийо:“биз хитайға беқинип қалған дуняда яшимаймиз!”
2025.02.24
Америка ташқи ишлар министири марко рубийо 20-феврал күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида русийә, оттура шәрқ вә хитай билән болған мунасивәткә даир бәзи ғоллуқ мәсилиләргә җаваб бәргән.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидики йиғин хатирисидә көрситилишичә, мухбирлар әң зор қизиқиш ичидә сориған соалларниң бири униң хитай һәққидики мәвқәсиниң қандақлиқи болған. Марко рубийо буниңға қарита қисқичә җаваб берип, нөвәттә иккинчи орундики иқтисадий зор гәвдә болуватқан хитайниң русийәгә охшашла дуняви зор күчләрдин санилидиғанлиқини, шуниңдәк зор күч билән һәрбий тәрәққиятни алға сүрүватқанлиқини әскәрткән. У бу һәқтә ениқ қилип “хитай билән болған мунасивәтни сақлап қелишмиз зөрүр. Әмма улар қиливатқан ишларниң һәммисинила қоллап кәтмәймиз. Шуңа бәзи мәсилиләрдә биз риқабәтчиләрдин болсақ, йәнә бәзи мәсилиләрдә биваситә рәқибләр һесаблинимиз” дегән. Шундақла икки тәрәп оттурисида сөһбәтниң зөрүр икәнликини, бу хилдики сөһбәтләр болмиғанда буниң тоқунушқа йол ечиши мумкинликини тилға алған.
Марко рубийо хитай билән болған сөһбәтниң қандақ давам қилиши һәққидә соралғанда бу хил сөһбәтниң алдинқи шәрти хитайға беқинип қалған дуняни пачақлап ташлаш икәнликидин бешарәт бәргән. У бу һәқтә тохтилип “шүбһисизки, биз қиммәтлик минерал маддилар вә тәминләш зәнҗири қатарлиқларда хитайға беқинип қалған дуняда яшимақчи әмәсмиз; шундақла һинди-тинч окян райони хитайға беқинип қалидиған дунядиму яшимақчи әмәсмиз. Һазир бу райондики дөләтләр хитайниң гөрүгә елинған беқиндилири қатарида олпанчи мәмликәтләргә айлинип қеливатиду һәмдә бизниң улар билән сода алақисидә болушимиз чәклиниватиду” дегән.
У мисал қатарида японийә, җәнубий корейә, филиппин, австралийә қатарлиқларниң һечқайсиси хитайға олпан тапшуридиған қарам мәмликәтләрдин болуп қелишни халимайдиғанлиқини, тинч окян әллири билән болған бу мунасивәтни кесип ташлашниң америка үчүн “қизил сизиқ” һесаблинидиғанлиқини алаһидә әскәрткән.
Мухбирлар зор қизиқиш ичидә сориған соалларниң бири хитай һөкүмити тәйвәнгә мудахилә қилса америка һөкүмитиниң тәйвәнни қоғдаш-қоғдимаслиқи һәққидә болған. У бу һәқтә кесипла “бизниң тәйвәнни қоғдаш сияситимиз һечқачан өзгәрмәйду. Биз тәйвәнниң һазирқи һалитини зорлуқ билән өзгәртиш йолидики һәрқандақ урунушқа қарши туримиз” дегән. Таҗсиман вируси һәққидики соалларғиму у мушу шәкилдә ениқ җаваб берип буниң мәсулийитини вә җавабкарлиқини җәзмән сүрүштә қилиш лазимлиқини ейтқан.