Антони билинкенниң хитай сәпири һарписида тәләпләр оттуриға чиқишқа башлиди
2023.01.19
Америка ташқи ишлар министири антони билинкен әпәнди хитай сәпиригә атлиниш һарписида туруватқанда бир қисим америка пуқралири өзлириниң бу һәқтики тәләплирини вә мунасивәтлик арзулирини ахбарат васитилири арқилиқ дуняға билдүргән.
Ройтерс агентлиқиниң 18-январдики хәвиридә ейтилишичә, феврал ейиниң бешида бейҗиңға беришни пилан қиливатқан антони билинкенниң хитай һөкүмити билән немиләрни дейишидиғанлиқи һазирчә намәлум болсиму, америка-хитай мунасивитидики йириклик мәсилисиниң буниңдики мәркизий тема болуши тәхмин қилиниватқанлиқи мәлум. Шуниң билән биргә бәзиләр буниңда демократийә вә кишилик һоқуқ мәсилилириниң музакирә қилиниши һәққидә үмидвар икәнликини билдүргән.
Ройтерс агентлиқи бир қисим америка пуқралириниң һазирғичә хитай түрмилиридә қамилип туруватқан пәрзәнтлири яки башқа уруқ-туғқанлириниң исимликини топлап чиққан болуп, бу кишиләр антони билинкенгә “бейҗиңға барғанда мушу исимларни сүрүштә қилип беқиш” тәлипини йоллиған. Бу хилдики кишиләрдин касерина свидан (Katherine Swidan) он йилдин буян бигунаһ һалда хитай түрмисидә қамақлиқ туруватқан оғли марк (Mark) ниң әһвалини сүрүштә қилип беқишни, шуниңдәк хитай һөкүмитигә маркни қоюп бериш һәққидә бесим қилишни сориған. У, бу һәқтә сөз қилип: “мениң билинкен әпәндигә дәйдиғиним шуки, ашу кишиләрниң исмини тилға елиң. Улар америка пуқраси. Улар бигунаһ тутқун қилинған” дегән.
Бу хилдики бир түркүм америка пуқралири хитай тәрипидин зәһәр сетиш, җасуслуқ қилиш дегәндәк бир қатар җинайәтләр билән әйиблиип түрмигә ташланған болуп, уларниң әһвали көп қисим америка пуқралириға намәлум болуп кәлгән.