Бошүн тори шияң нәнфуниң“дөләтниң йүзигә қара сүркәш” җинайити билән тутқун қилинғанлиқини әйлиди
Бошүн ториға учур йоллиған шияң нәнфуниң “торда ялған учур йоллап дөләтниң йүзигә қара сүркигән” дегән җинайәт билән әйиблинип, бейҗиң сақчилири тәрипидин қолға елинғанлиқ хәвири тарқалғандин кейин, бошүн тори дүшәнбә күни баянат елан қилип, шияң нәнфуниң пәқәт бир тордаш болуш сүпити билән бошүн ториға учур йоллиғанлиқини тәкитләп, хитай даирилириниң уни “дөләтниң йүзигә қара сүркәш” җинайити билән әйибләп қолға елишини бимәнилик дәп әйиблиди.
Хитайниң һөкүмәт мәтбуатлирида бейҗиңлиқ шияң нәнфуниң өткән йилидин башлап бошүн ториға хитай һөкүмитиниң йүзини төкидиған ялған учурлардин 1300 ни йоллиғанлиқи үчүн 2-май күни бейҗиң сақчилири тәрипидин қолға елинғанлиқи хәвәр қилинған.
Йеқиндин буян хитайда “торда ялған учур йоллуғучиларға вә чәтәл мәтбуатлириға дөләт мәхпийәтликини ашкарилиғучиларға зәрбә бериш” намида тутқун қилиш һәрикити елип берилмақта.8 -Май күни бейҗиң даирилириниң70 яшлиқ мустәқил журналист гав йүни “чәтәл мәтбуатлирини җуңгониң дөләт мәхпийәтликини ашкарилайдиған учурлар билән тәминлигән” дегән җинайәт билән әйибләп қолға алғанлиқ хәвири тарқалғандин кейин, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлири хитай һөкүмитини пуқраларниң пикир әркинликини бастурғанлиқ билән тәнқид қилип, аял мухбир гав йүни қоюп беришни тәләп қилған иди.