Хитай “булут байлиқи” дин пайдиллинип уйғур дияридики су қислиқи мәсилисини һәл қилмақчи болған

Мухбиримиз қутлан
2017.03.25

23-Марттики “дуня һаварайи күни” дә хитай даирилири уйғур дияридики “булут байлиқи” дин пайдиллинип, райондики су қислиқи, қурғақчилиқ вә екологийә мәсилилирини һәл қилмақчи болғанлиқини илгири сүргән.

Шинхва ториниң бу һәқтә үрүмчидин бәргән хәвиригә қариғанда, даириләр райондики “булут байлиқи” дин пайдиллинип, сүний ямғур яғдуруш арқилиқ 900 милюн тонна су һасил қилғили болидиғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә дейилишичә, әгәрдә бу пилан реаллашса уйғур диярида деһқанчилиққа зөрүр болған су мәнбәсини толуқлиғили, екологийәлик муһитни яхшилиғили вә бостанлиқларниң йешиллиқ көлимини қоғдиғили болидикән.

Һалбуки, су вә һаварайи илми саһәсидики мутәхәссисләр “булут байлиқи” дин пайдиллинип, райондики су қислиқини һәл қилишниң көңүлдикидәк үнүм беридиғанлиқиға гуман билән қаримақтикән. Улар, асмандики булут топиға зәмбирәк етиш яки айрупилан арқилиқ сүний усулда ямғур яғдурушниң тәбиий иқлим екологийәсини техиму бузуп ташлайдиғанлиқини тәкитлимәктә.

Хитай даирилири уйғур диярида 1959-йилидин буян сүний усулда ямғур яғдуруш синиқини елип барған болуп, һазирға қәдәр бу усул арқилиқ көринәрлик нәтиҗә һасил қилалмиған. Өткән йили һәтта 5 айрупилан йил бойи ишлитилип сүний ямғур яғдурушқа тиришқан.

Көзәткүчиләр, хитайниң нөвәттә барлиқ амаллардин пайдиллинип уйғур дияридики су қислиқи мәсилисини һәл қилишқа уруниватқанлиқини, буниң әмәлийәттә районға техиму көп ақма нопус көчүрүштәк сиясий еһтияҗ билән бағлинишлиқ икәнликини тәкитлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.