Мәркизий ахбарат идарисиниң нәзири хитайға тикилишкә башлиди

Мухбиримиз әзиз
2022.08.09

Америка-хитай мунасивитиниң барғансери яманлишишиға әгишип йеқинда америка мәркизий ахбарат идариси (CIA) өзиниң асасий диққитини хитайға қаритиватқанлиқини ипадилигән. Шуниңдәк буниң америка армийәси афғанистандин чекинип чиққандин кейинки бир йеңи йүзлиниш болуп қалидиғанлиқини тәкитлигән.

Бирләшмә агентлиқниң 8-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, мәркизий ахбарат идарисиниң муавин башлиқи дейвид коен (David Cohen) бу һәқтә сөз қилип: “талибанларға вә башқа террорчи күчләргә қарши туруш бизниң муһим вәзипимиз. Әмма бизниң адәм күчи вә малийә күчимиз техиму бәкрәк хитайға мәркәзлишиши лазим” дегән. У бу сөзни талибанларниң 2-номурлуқ каттивеши айман заваһири (Ayman al-Zawahri) йеқинда кабулдики һава һуҗумида өлтүрүлгәндин кейин ейтилған. Йәнә келип америка кеңәш палатасиниң рәиси нәнсий пелоси тәйвәнни зиярәт қилғанда хитай һөкүмитиниң һәрбий җәһәттә америка һөкүмитигә һәйвә көрситишиму нөвәттә хитайниң талибанлардинму бәкрәк тәһдит икәнликини намаян қилған. Йәнә келип йиллардин буян хитай һөкүмитиниң сиясий, иқтисад вә пән-техника саһәсидики җасуслуқ қилмишлириму америка һөкүмитиниң хитай һәққидики чүшәнчисини зор дәриҗидә өзгәрткән.

Мәлум болушичә, мәркизий ахбарат идарисиниң бу қарари америка дөләт мәҗлисидики һәрқайси затларниңму қоллишиға еришкән. Авам палатасиниң әзаси җейсон кров (Jason Crow) бу һәқтә сөз қилип: “русийә вә хитай биз үчүн зор тәһдит. Әмма террорчилар американи вәйран қиливетәлмәйду. Лекин һушяр болмисақ хитай бизни вәйран қиливетиши мумкин” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.