Президент байден даишниң хурасан гуруһини агаһландурған вә уларни “бош қоювәтмәйдиғанлиқи” ни тәкитлигән

Мухбиримиз әркин
2021.08.27

Америка президенти җов байден 26-авғуст нутуқ сөзләп, афғанистанниң кабул айродромида йүз бәргән терорлиқ һуҗумниң җавабкарлирини бош қоювәтмәйдиғанлиқини вә уларға бәдәл төлитидиғанлиқини җакарлиди. Байденниң ейтишичә, у америка дөләт мудапийә министирлиқиға буйруқ чүшүргән болуп, нөвәттә америка һәрбий тәрәп “даишниң рәһбәрлири, адәмлири вә әслиһәлиригә һәрби һәрикәт қоллиниш пилани түзмәктә” икән.

Мәлум болушичә, 26-авғуст афғанистанда йүз бәргән ‍өзини қошуп партлитиш характерлик терорлуқ һуҗумида 13 нәпәр америка әскирини өз ичигә алған йүздин артуқ адәм ‍өлгән, йүздин артуқ адәм яриланған. Терорлуқ һуҗумиға даишниң хурасан гуруһи мәсул икәнликини елан қилған. Президент байден сөзидә “биз терорчилардин қорқуп қалмаймиз, биз уларниң вәзипимизни ада қилишимизға тосқунлиқ қилишиға һәргиз йол қоймаймиз,” дегән.

У йәнә мундақ дегән: “биз силәрни әпу қилмаймиз, биз унтуп қалмаймиз. Биз силәрни издәп тапимиз һәм бәдәл төлитимиз.” президент байденниң ейтишичә, америка ‍өзиниң ‍афғанистандики қутқузуш һәркитини 31-авғустқичә давамлаштуридикән. Ақсарайниң 26-авғуст билдүрүшичә, талибанлар афғанистанда һакимийәтни тартивалғандин буян америка тәрәп 100 миңдин артуқ адәмни афғанистандин йөткәп болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.