Далай ламаниң туғулған күнини тәбрикләш паалийити оқ етип бастурулди

Мухбиримиз меһрибан
2013.07.09

6-Июл тибәт роһаний даһийси далай ламаниң 78 яшқа киргән туғулған күни. Бу күни көплигән тибәтләр районлирида тәбрикләш паалийәтлири өткүзүлди.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә хитайниң сичүән өлкисидики тибәтләр зич олтурақлашқан гәнзи области давфу наһийисидики тәбрикләш паалийити сақчиларниң оқ чиқирип бастурушиға учриған.

Мәркизи һиндистандики сүргүндики тибәт һөкүмити вәқә һәққидә хәвәр берип, дуняниң һәрқайси җайлиридики тибәтләр тәбрикләш паалийәтлири өткүзүп, тибәт роһаний даһийси далай ламаниң 78 яшқа киргән туғулған күнини хатириләватқан күндә, сичүән өлкиси гәнзи тибәт области давфу наһийисидики тәбрикләш паалийитидә сақчилар аммиға оқ чиқирип, аз дегәндә 7-8 адәмниң яриланғанлиқини илгири сүрди.

Америкидики хәлқара тибәт ярдәм җәмийитиниң 9-июл күни радиомизға билдүрүшичә, сақчилар давфу наһийисидики тибәтләр тәбрикләш паалити өткүзүватқан җайға бесип кәлгән вә алдинала һечқандақ агаһландуруш бәрмигән әһвалда аммиға қаритип көздин яш аққузуш бомбиси вә оқ атқан. Икки нәпәр тибәт раһибиниң бешиға оқ тәккән, йәнә бирқанчә тибәтлик яриланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.