Далай лама “явропа иттипақи” моделини үлгә елишқа болидиғанлиқини ейтқан

Мухбиримиз ирадә
2016.09.15

Бирләшмә агентлиқиниң ейтишичә, тибәт роһаний даһийси далай лама явропадики зиярити давамида, явропа иттипақидики һәрқайси дөләтләрниң миллий алаһидиликини сақлап қелиш билән биргә, сиясий җәһәттин бир ариға җәм болуштин ибарәт бу хил моделни мәдһийилигән вә буниң тибәт үчүнму үлгә болалайдиғанлиқини ейтқан.

У: “биз явропа иттипақиниң роһидин бәкму тәсирләндуқ. Һәм мустәқил, игилик һоқуқиға игә, һәм ортақ мәнпәәт интайин муһим” дегән.

Далай лама сөзидә йәнә “биз хитай һөкүмити әгәр бизниң өзгичә мәдәнийитимиз вә тилимизға һөрмәт қилған тәқдирдә, хитай хәлқ җумһурийити тәркибидә қелишқа разимиз” дегән.

Далай лама вә “сүргүндики тибәт һөкүмити” һазирғичә йүргүзүватқан дәвалирида хитайдин айрилип чиқип мустәқил болушни әмәс, бәлки һәқиқий аптономийә тәләп қилидиғанлиқини тәкитләп кәлгән. Бирақ, бу хил көз қарашқа қарши мустәқиллиқни яқилиғучи тибәтләрниң барлиқиму мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.