Далай лама хитай һөкүмити қошулсила өзиниң тибәткә қайтип кетидиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз үмидвар
2017.11.19

Тибәтләрниң сүргүндики роһаний даһийси далай лама йеқинда өзиниң тибәткә қайтип бериш арзусини йәнә бир қетим ипадилигән.

Радиойимизниң хәвәр қилишичә, тибәтләрниң сүргүндики роһаний даһийси далай лама 17-ноябир күни тибәт сүргүндики һөкүмити җайлашқан даримсаладин айрилип, һиндистан пайтәхти йеңи деһли вә һиндистанниң шәрқини зиярәт қилиш сәпирини башлиған. У йеңи деһлигә атлиниш алдида даримсаладики айродромға хитай контроллуқидики тибәт районидин кәлгән 40 нәччә нәпәр раһиб далай лама билән көрүшкили кәлгән болуп, далай лама улар билән айрим-айрим сөзләшкән.

Мәзкур тибәтликләр далай ламаниң алдида йиға-зарә қилишип, униң тибәткә қайтишини тәләп қилишқанда далай лама өзиниңму тибәткә қайтиш арзусини билдүрүп, “әгәр пәқәт хитай һөкүмити қошулсила, мән дәрһал тибәткә қайтимән” дегән.

Далай лама илгириму өзиниң тибәткә қайтиш арзусини тәкитлигән болуп, у хитай һөкүмити билән сөһбәт өткүзүш, тибәт мәсилисини сөһбәт йоли билән һәл қилишни изчил тәләп қилип, өз әлчисини бир қанчә қетим хитай тәрәп билән сөзләштүргән болсиму, әмма бу “сөһбәтләр” нәтиҗә бәрмигән, хитай һөкүмити болса далай ламани изчил “бөлгүнчилик” билән әйибләп кәлмәктә. Чәтәлләрдики тибәт паалийәтчилири арисида далай ламаниң мундақ хитайға тутқан юмшақ позитсийиси, йәни, “оттура йол” сияситидин ваз кәчмәсликигә қарита наразилиқ кәйпиятиниңму җанлиниватқанлиқи ейтилмақта.

Далай лама бу қетим йеңи деһли вә һиндистанниң шәрқидики ориса, ғәрбий бенгал штатлирида бир һәптә зиярәттә болидикән һәм нутуқ сөзләйдикән, лекин һазирғичә хитай тәрәпниң далай ламаниң һиндистандики бу бир қатар паалийәтлиригә қарита наразилиқ инкаси билдүргән яки билдүрмигәнлики һәққидә учур йоқ, әмма бу йил апрелда униң һиндистандики аруначал прадиш штатини зиярәт қилишиға қарита хитай қаттиқ наразилиқ билдүргән болсиму, һиндистан тәрәп қулақ салмиған иди. 

Далай ламаниң һиндистандики паалийәтлири һиндистан-хитай арисидики бир мәзгил қаттиқ җиддийләшкән чегра маҗираси пәсәйгән бир пәйткә тоғра кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.