Дейвид ламийниң уйғурлар һәққидики вәдисидин йенивелиши тәнқидкә көмүлди
2024.08.21
Әнглийәниң йеңидин сайланған ташқи ишлар вәзири дейвид ламий (David Lammy) 2023-йилидики сайлам җәрянида “әмгәк партийәси сайламда утуп чиқса, биз хитай һөкүмитиниң уйғурларни қирғин қилишини кәскин тәнқидләймиз” дегән иди. Йеқинда әнглийәдики “телеграф” гезити улар билән алақилишип, “сайламда утуп чиқтиңлар. Әмди уйғур қирғинчилиқи һәққидә сөз қиламсиләр?” дәп сориғанда, дейвид ламийниң вәзирлик ишханиси “биз уйғурлар һәққидә ‛зулум болуватиду‚ дегән ибарини қоллинимиз” дегән.
Техиму қизиқарлиқ болғини шуки, сабиқ баш вәзир риши сунак (Rishi Sunak) сайлам мәзгилидә, “биз сайламда утуп чиқсақ, хитайниң әнглийә үчүн тәһдит болуватқанлиқини җакарлаймиз” дегән. Һалбуки, 2024-йили июлда униң орниға чиққан баш вәзир кейр стармер (Keir Starmer) өзлириниң хитай билән “қоюқ вә күчлүк” алақидә болуш алдида туруватқанлиқини, әмма хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилири һәққидиму сөз қилидиғанлиқини билдүргән. Дейвид ламийниң вәзирлик ишханисиму өзлириниң мәйданини ипадиләп, “биз давамлиқ шинҗаңдики уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини яхшилаш һәмдә уйғурларға зулум қилишни тохтитиш мәсилисидә хитайға бесим қилишниң авангартлири болимиз” дегән.
Әнглийә сиясий сәһнисидики бу хил вәдисидин йенивелиш қилмиши һәр саһәниң күчлүк тәнқидини қозғиған. Әнглийә консерватиплар партийәсиниң сабиқ рәһбәрлиридин ян дункан симис (Sir Iain Duncan Smit) бу һәқтә сөз қилип, “бу қипқизил сараңлиқ болупла қалмай, бәлки йәнә бир түрлүк хемиға йенивелиштур. Бу бәкму хәтәрлик” дегән.
Мәлум болушичә, әнглийә билән хитай оттурисидики йиллиқ сода миқдари 86 милярд фонд-стерлиңдин ашидиған болуп, нөвәттә икки тәрәп сода алақисидә чекиниш көрүлүватқанлиқи мәлум. Шуңа әнглийәниң уйғурлар һәққидики вәдисидин йенивелиш қилмиши нөвәттә мушу хил чекинишни яхшилаш урунушиниң бир қисми, дәп қаралмақта.