Америка дөләт мәҗлис әзалири DeepSeek ни һөкүмәт әслиһәлиридин чәкләш үчүн қанун лайиһәси тонуштурди
2025.02.07
Америка авам палата әзаси вә дөләт мәҗлиси истихбарат комитети әзаси дерин лахуд (Darin LaHood) вә авам палата әзаси җош готтхаймер (Josh Gottheimer) хитайниң сүний әқил мунбири болған DeepSeek ниң һөкүмәт әслиһәлиридә қоллинилишини чәкләш үчүн бир қанун лайиһәси тонуштурған. Улар бу һәқтә елан қилған рәсмий баянатида хитай техника ширкитиниң америка әслиһәлиригә қарита җасуслуқ қилиш хәвпи барлиқини агаһландурған.
Дөләт мәҗлиси тор бетидә елан қилинған баянатта, дерин лахуд мундақ дегән: “DeepSeek ширкити хитай компартийәсигә четишлиқ ширкәт болуп, униң америкаға елип келидиған дөләт бихәтәрлик тәһдитигә сәл қарашқа болмайду.”
Авам палата әзаси готтеймер болса сөзидә “биз хитай компартийәсиниң DeepSeek арқилиқ америка пуқралириниң сәзгүр санлиқ мәлуматлирини оғрилиғанлиқиға аит кишини әндишигә салидиған пакитларға игә болдуқ” дегән.
NBC Хәвәрләр ториниң хәвиридин қариғанда, санлиқ мәлумат қоғдаш вә тор бихәтәрлики билән шуғуллинидиған Feroot намлиқ тор бихәтәрлик ширкитиниң баш иҗраийә әмәлдари иван тсариннийн “DeepSeek сүний әқил параңлишиш деталида ғәрәзлик йошурун код барлиқини, уни тәкшүргәндә униң абонтларға даир учурларни америкада чәкләнгән вә хитайниң дөләт игидарчилиқидики хитай көчмә хәвәрлишиш ширкитигә йоллиялайдиғанлиқи” ниң мәлум болғанлиқини ейтқан.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи болса 6-феврал пәйшәнбә күнидики баянатида буни рәт қилип, “хитай иқтисадий вә техника мәсилилирини сиясийлаштурушқа қарши туриду” дегән.
Алдинқи күни америкадики ABC хәвәрләр тори америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқидин еришкән бир доклатқа асасән, “хитайда ишләнгән вә торға уланған камераларниң хитай һөкүмити үчүн җасуслуқ қилиш яки американиң һалқилиқ ул әслиһәлирини қалаймиқанлаштуруш иқтидариға игә болуши мумкинлики” һәққидә хәвәр тарқатқан иди.
Американиң химийә вә енергийә саһәсини өз ичигә алған нурғун муһим ул әслиһә орунлирида хитайда ясалған нәччә он миңлиған камералар орнитилған болуп, бу камераларниң һәл қилғуч пәйтләрдә бузғунчилиқ қилиш иқтидари болуши мумкинлики оттуриға қоюлған.