Хитайниң DeepSeek сүний әқил әп детали уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуридиған қоралға айланған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.02.12

Нөвәттә дуня бойичә абонтлири әң көп сүний әқил әплиридин бири болған DeepSeek хитай компартийәсиниң күчлүк тәшвиқат қоралиға айланған болуп, хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан ирқий қирғинчилиқ җинайити һәққидә соралған соалларға нәқ хитайниң тәшвиқати бойичә җаваб бәргән, йәни хитайниң җинайитини инкар қилған, йошурған яки бурмилиған.

Әнглийә “мустәқиллиқ” гезити 12-феврал елан қилған бир хәвәрдә дейилишичә, өзини дуня бойичә әң илғар сүний әқил ярдәмчиси дәп атиған DeepSeek қисқа вақит ичидә 3 милйон қетимдин артуқ чүшүрүлгән.

DeepSeek Кишиләргә улар еһтияҗлиқ болған һәр қандақ соалға тоғра һәм үнүмлүк җаваб беридиғанлиқини тәшвиқ қилсиму, хитай һөкүмитиниң хаһиши бойичә иш қиливатқанлиқини давамлиқ ашкарилиған. Мәсилән, униңдин “уйғурлар ирқий қирғинчилиққа учраватамду?” дәп соралғанда, у “бу хитайниң ички ишлириға мунасивәтлик еғир төһмәт”, “буниң қилчә асаси йоқ” дегәндәк җавабларни бәргән. У йәнә хитайниң бу хил кишилик һоқуқ җинайәтлири тоғрулуқ соралған соалларға, “кишилик һоқуқни баһанә қилип, хитайниң ички ишлириға арилишидиған һәр қандақ дөләт, орган яки шәхскә қәтий қарши туримиз” дегәндәк җавабларни бәргән; бу тамамән хитай ташқи ишлар министирлиқиниң җаваби билән охшаш чиққан.

DeepSeek Йәнә уйғур ели һәққидә соралған соалларға, хитай һөкүмитиниң тәшвиқатиға уйғун шәкилдә җаваб берип, “хитай һазир шинҗаңда муқим җәмийәт, инақ җәмийәт бәрпа қилишқа тиришиватиду” дегән.

Башқа таратқуларму бу һәқтә хәвәр бәргән болуп, мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири DeepSeek ниң һазир хитайниң тәкшүрүшидин өткән йәр шари характерлик тәшвиқат васитисигә айланғанлиқини, хитай компартийәсигә мунасивәтлик һәр қандақ “яман учур” ни йиғиштуруп, “яхши учур” ларнила тарқитиватқанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.