Уйғур елидики деһқанлар хәлқ әскәрлиригә мааш беришкә мәҗбурланмақта

Мухбиримиз ирадә
2013.05.02

Йеқинда ашкариланған учурлардин қәшқәр вилайитидики һәрқайси кәнтләрдики деһқанларниң мәҗбурий һалда муқимлиқ хираҗити төләватқанлиқи вә бу хираҗәтниң кәнттики хәлқ әскәрлиригә мааш қилип бериливатқанлиқи ашкариланди.

Йеқинда, мәкит наһийиси шеһитдөң йезилиқ һөкүмәтниң бу һәқтики уқтуруши торда ашкариланғандин кейин қаттиқ инкас қозғиди. Уқтурушта, кәнттики хәлқ әскәрлириниң маашини һәл қилиш үчүн барлиқ аһалиләрдин 50 сомдин муқимлиқ хираҗити йиғиш қарар қилинғанлиқи вә барлиқ аһалиләрниң бу пулни 1 - майғичә тапшуруп болуши көрситилгән.

Уйғур елидики тор бәтләрдиму бу әһвал инкас қилинған болуп, униңда ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң йолйоруқи бойичә һәр бир кәнт өз алдиға 6 нәпәр хәлқ әскири тәшкиллиши вә уларға ейиға 1500 сомлуқ өлчәм бойичә мааш бериши вә бу мааш ашу йеза, кәнт қарашлиқ наһийиниң малийисдин аҗритилиши керәк икән. Һалбуки, бу хәлқ әскәрлириниң мааши деһқанларниң зиммисигә артип қоюлған. Инкаста ейтилишичә, бәзи наһийиләрдә деһқанлар аилидики нопус бешиға йилиға 150 йүәндин қоғдиниш пули тапшурушқа мәҗбурланған. Тапшурушқа қошулмиғанлар һөкүмәт хизмитигә тосқунлуқ қилиш билән тәһдиткә учриған.

Инкаслардин қариғанда, хитай даирилириниң муқимлиқни қоғдаш үчүн қойған хәлқ әскәрлири әмәлийәттә деһқанларниң йүкини техиму еғирлитип, муқимсизлиқ яритиватқан сәвәбләрниң биригә айлинип қалған. Йеқинда маралбшидики вәқәдә өлгәнләрниң көпиму әнә шулар иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.