Хитай таратқулири юртидин мәҗбурий көчүрүлгән дәря бойи аһалисиниң “бәхтлик турмуш” қа еришкәнлики һәққидә лап урған
2024.11.25
“шинхуа тори” ниң 11-айниң 25-күнидики хәвиридә, хотән вилайити керийә наһийәси дәря бойи йезисидин 2019-йили мәҗбурий көчүрүлүп, йеңи олтурақ районға йәрләштүрүлгән аһалиләрниң “бәхтлик турмуш” қа еришкәнлики тәшвиқ қилинған. Һалбуки, уйғурларни тәтқиқ қиливатқан инсаншунас вә уйғуршунаслар, бу бир хәлқ вә иҗтимаий топлуқни өзиниң яшаш муһитидин мәҗбурий уйғурлар айриветиш вә уларниң мәвҗутлуқиға хирис шәкилләндүрүштүр, дәп қаримақта.
Шинхуа агентлиқиниң мәзкур хәвиридә, дәря бойи йезисиниң илгири тәклимакан қумлуқиниң мәркизигә җайлашқанлиқи, яшаш муһитиниң начарлиқи, у йәрдики аһалиләр 2019-йили наһийә базириға йеқин җайға көчүрүп келингәндин кейин ток, ичимлик су, давалаш вә маарип капаләткә игә қилинған, шуниңдәк һәмкарлиқ копиратипиниң йетәкчиликидә кирими йилдин-йилға ешип, “бәхтлик турмуш” қа еришкәнлики давраң қилинған.
Хитай башқурушидики “хәлқ тори” ниң 2020-йили 12-айниң 1 күндики хәвиригә асасланғанда, тәклимаканниң ичкиригә җайлашқан дәря бойи аһалилири хитайниң аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш вә көчүрүш пилани” бойичә пүтүнләй көчүрүлүп болунған. Җәмий 364 аилә, 1404 киши дәря бойи йезисиниң мәркизи теримдин 91 километир йирақлиқтики керийә наһийәси мәркизигә йеқин болған “намратлиқтин қутулдуруш олтурақ райони” ға көчүрүп келингән.
Һалбуки, илгирики йилларда дәря бойи йезисида иҗтимаий тәкшүрүш вә тәтқиқат елип барған бир қисим тәтқиқатчиларниң илгири сүрүшичә, 2005-йиллирила хитай һөкүмити дәря бойи йезисида нефит қидириш вә биңтүәнни кеңәйтиш пиланини ишқа ашуруш үчүн, дәря бойи йезисиниң йәрлик аһалилирини көчүрүш пиланини әмәлийләштүрүшкә башлиған, шундақла уларға бесим ишлитишкә башлиған икән.
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики аталмиш “намратлиқтин қутулдуруш” сиясити бузғунчилиқ вә мәдәнийәт қирғинчилиқи шәклини алған болуп, буниң нәтиҗисидә йәрлик уйғур деһқан-чарвичилири ата-бовилиридин тартип яшап келиватқан хилвәт, гүзәл вә бәрикәтлик маканлиридин мәҗбурий көчүрүлүп, биңтүән тәвәликигә яки завутлашқан мәһәллиләргә маканлаштурулған. Буниң билән улар өзлириниң әслидики мәһәлливи тирикчилик муһити вә яшаш адәтлиридин мәһрум болуп, тамамән контроллуқ астидики қул әмгәкчиләргә айландурулған. Бу һәқтә мақалә елан қилған доктор дәррен байлер, бу әһвал уйғурларниң кимлики вә мәвҗутлуқиға еғир хирис елип келиду, дәп қарайду.