Дилнар абдулла бу йилму бейҗиңдики “икки йиғин” мәзгилидә хитайниң депиға уссул ойниған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.03.05

4-Март күни, “шинҗаң гезити” вә “тәңритағ тори” қатарлиқ хитай мәтбуатлири дилнар абдулла тоғрулуқ хәвәр берип, уссул кәспидин келип чиққан бу сиясий кеңәш әзасиниң “уйғурларниң қәлбини җуңхуа мәдәнийити билән озуқландуруш” та һәмдә “уйғур яш-өсмүрлириниң қәлбигә җуңхуа мәдәнийитини йилтиз тартқузуш” та қошқан алаһидә төһписини мәдһийәлигән.

Хәвәрдә дейилишичә, 2023-йил 3-айда хитайниң мәмликәтлик сиясий кеңәш йиғинида “җуңхуа мәдәнийити билән кишиләрниң қәлбини озуқландурайли” дегән темида сөзлигән дилнар абдулла, бу йил сиясий кеңәш йиғинидин алған тәсиратлирини сөзләп, “уссул сәһнисидин сиясий кеңәш сәһнигә чиқишим билән тәң мәсулийитим техиму еғирлашти, милләтләр иттипақлиқини қоғдаш мениң әң муһим вәзипәм” дегәнләрни билдүргән.

Дилнар абдулла йәнә “шинҗаңда териған җуңхуа мәдәнийити уруқлириниң әмди мевә беришкә башлиғанлиқини, уйғур яш-өсмүрлирини вәтәнни сөйүшкә, хитай пуқраси болғинидин пәхирлинишкә үндәш үчүн уларни һәр хил паалийәтләргә тәшкилләп, җуңхуа мәдәнийити еңи бойичә тәрбийәләшкә алаһидә күч чиқириватқанлиқини” билдүргән.

Дилнар абдулла гәрчә һәр қетимлиқ сиясий кеңәш йиғинлирида “хәлққә мәсул болуш” ни көзләп пикир бәргәнлики вә тәклип сунғанлиқини қәйт қилсиму, униң сиясий арқа көрүнүшини билидиған вә хитайниң икки йиғинида қиливатқан иш-һәрикитини көзитип келиватқан мутәхәссисләр, униң йәнила хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш вә ассимилятсийә сияситигә янтаяқ болуватқан шәхсләрдин бири икәнликини илгири сүрмәктә. Исраилийәдики хитай язғучи таң дәнхоң бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, уйғур районидики дилнар абдулладәк артист-сәнәтчиләрниң әмәлийәттә хитай һакимийитиниң бесими астида сиясий тәшвиқатчиларға айландурулғанлиқини, хитайниң уларниң даңқидин пайдилинип һөкүмәт тәшвиқатиға салидиғанлиқини, буниң маһийәттә уйғурларға йүргүзүватқан мәдәнийәт қирғинчилиқини йошуруштики муһим тактика икәнликини билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.