Уйғур тәнһәрикәтчи дилнигар илһамҗан вәқәси америка-хитай арисида дипломатик сөз уруши кәлтүрүп чиқарди
2022.02.10
2022-Йиллиқ қишлиқ олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимида хитай даирилириниң дилнигар илһамҗан исимлик бир уйғур тәнһәрикәтчини олимпик мәшилини көтүрүшкә орунлаштуруши америка-хитай арисидики дипломатик сөз урушиға сәвәб болди.
Дилнигарниң хитай тәрипидин мәшәл көтүрүшкә орунлаштуруши худди 1936-йили йәһудийларға қирғинчилиқ қиливатқан натсист һакимийити саһибханлиқидики олимпик мусабиқисда бир йәһудий аялни мәшәл көтүрүшкә орунлаштурғиниға охшитилип зор ғулғула қозғиғаниди.
Бу вәқә тивиттер қатарлиқ иҗтимаий таратқулардин сирт, ню-йорк вақти гезити, б б с, вашингтон почтиси, с н н вә шуниңдәк башқа нурғун хәлқаралиқ чоң ахбарат васитилиридә бәс-бәстә хәвәр қилинған. Һәтта америка ақсарай баянатчиси җән сакиму 7-феврал күни вәқәгә инкас қайтуруп “бир уйғур қизниң олимпик мәшилини көтүрүшкә талланғанлиқи уйғурларниң қирғин қилиниватқанлиқидәк реаллиқни йошуруп қалалмайду. У җайда қирғинчилиқ болуватқанлиқи үчүн һөкүмитимиз дипломатик өмәкни мусабиқигә әвәтмиди” дегән.
Хитайниң ташқи ишлар баянатчиси җав лиҗән болса 9-феврал күнидики ахбарат йиғинида америка ақсарай баянатчиси җән сакиниң сөзигә инкас қайтуруп; “бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисиниң ечилиш мурасимида ким асаслиқ мәшәлчи болуши нормал орунлаштуруш, американиң мәсулийәтсиз сөзләрни қилип арилишиш һоқуқи йоқ” дегән.
У йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини инкар қилип ; “бу дегән америка пәйда қилған әсирниң ялғанчилиқи. Американиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт мусабиқисини сиясийлаштуруш вә шинҗаңға мунасивәтлик мәсилиләр арқилиқ хитайни яман ғәрәз билән тиллаштәк қәбиһ муддиасини толуқ ашкарилайду” дегәндәк сөзләр билән қақшиғандин сирт йәнә американи тарихта “индианларни қирған” дәп һуҗум қилған.
Хитай һөкүмитиниң уйғур қизини дилнигарни әң асаслиқ мәшәл көтүргүчиләрниң бири қилиши кишилик һоқуқ актиплири дәватқан “ирқий қирғинчилиқ олимпики” гә күчлүк диққәт тартқан болуп, у уйғурларниң мәсилисиниң йәниму кәң тонулушиға йол ачқаникән. Униң үстигә хитай һөкүмити тарқатқан тәшвиқат рәсимидики пәхирлик көз яшлири ичидә дилнигарниң олимпик мәшили йеқишини көрүватқан уруқ-туғқанлири арисида әрләрниң болмаслиқи хитай һөкүмитиниң уйғур әрлирини иҗтимаий һаяттин тазилап йоқитиватқанлиқидәк мәсилигә диққәт тартқан. Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, дилнигарни мәшәл көтүргүзүш арқилиқ хитай өзини ақлаш нийитигә йетәлмәйла қалмай, әксичә ирқий қирғинчилиқни техиму ашкарилап бәргән.