Уйғур елида 23 киши хитайниң олимпик мәшәлчиси дилнигар илғамҗанға торда пикир язғанлиқи үчүн җазаланған

Мухбиримиз әркин
2022.02.11

Уйғур елида 23 нәпәр уйғур хитайниң 4-феврал күни ‍өткүзүлгән бейҗиң қишлиқ олимпикиниң ечилиш мурасимида олимпик мәшили яндурған уйғур олимпик мәшәлчиси дилнигар илһамҗанға торда пикир язғанлиқи үчүн җазаланған.

Дуня уйғур қурултийиниң 10-феврал радийомизниң хитай бөлүмигә билдүрүшичә, 2-айниң 7-вә 8-күнлири қәшқәр, ақсу қатарлиқ җайларда дилнигар илһамҗанға торда пикир язған уйғурлардин 23 кишигә мәмурий тутуп туруш җазаси берилгән.

Хитай һөкүмити уйғурларға “‍ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблинип, нурғун дөләтләр бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилған бир вақитта, дилнигар илһамҗан исимлик бир уйғур чаңғичи қизни йәнә бир хитай тәнһәткәтчи қиз билән бирликтә қишлиқ олимпикниң ечилиш мурасимида мәшәл яндурушқа орунлаштуруп, хәлқарада қаттиқ инкас қозғиған. Американиң б д т да турушлуқ баш әлчиси билән ақсарай баянатчиси хитайниң бу һәркитигә инкас билдүрүп: “бу диққәтни уйғур ирқий қирғинчилиқидин башқа яққа бураш һәркити” дәп әйиблигән иди.

Дуня уйғур қурултийиниң ейтишичә, уйғур елида нурғун уйғур яшлири үндидар чәмбирикидики һәр хил топларда дилнигар иһамҗанға баһа бәргән болуп, уларниң бәзи сөзлири хитай даирилирини биарам қилған. Буниң билән қәшқәр, ақсу, корла қатарлиқ җайларда 20 дин артуқ кишигә мәмурий тутуп туруш җазаси берилгән яки җәриманә қоюлған. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси, бу һадисиниң 7-вә 8-феврал күнлири йүз бәргәнлики, җазаланғанларниң әң чоңиниң 21 яш, әң кичикиниң 15 яшта икәнликини билдүргән болсиму, лекин уларниң исми вә кимликигә аит тәпсилатларни тилға алмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.