Америка хәлқара диний әркинлик комитети (USCIRF) америка һөкүмити елан қилған “шинҗаңдики сода тәминат зәнҗири һәққидә тәвсийә” ни қарши алидиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз ирадә
2020.07.02

Америка хәлқара диний әркинлик комитети (USCIRF) баянат елан қилип, америка ташқи ишлар министирлиқи, хәзинә министирлиқи, сода вә дөләт хәвпсизлик министирлиқиниң уйғур, қазақ вә башқа мусулман милләтләрниң мәҗбурий әмгикигә тайиниватқан тәминләш зәнҗирлирини агаһландуридиған сода тәминат зәнҗири һәққидики қарарини муһим қәдәм, дәп атиди.

1-Июл күни америка “шинҗаңдики сода тәминат зәнҗири һәққидә тәвсийә” намлиқ зор һәҗимлик һөҗҗәтни елан қилип, хитай билән сода қиливатқан америка ширкәтлирини уйғур дияридики мәҗбурий әмгәк билән четилип қелиш еһтимали болған тәминат зәнҗиридин һошяр болушқа чақирған. Тәвсийәнамидә хитай һөкүмитиниң уйғурларни зор көләмдә хитай өлкилиридики завутларға ишчилиққа йөткәп, ишләпчиқириш сехлириға әмгәккә орунлаштурғанлиқи, шу сәвәбтин америкадики сода ширкәтлири, илмий тәшкилатлар, шәхсләр вә мәбләғ салғучиларниң бу хил зулумларға шерик болуп қалмаслиқи үчүн хитай ширкәтлири билән сода қилиштин илгири ашу ширкәтниң мәһсулатлири бу хил мәҗбурий әмгәк билән қанчилик бағлинишқа игә икәнликини тәкшүрүп көрүш лазимлиқи тәкитләнгән.

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң комиссарлири нури түркәл вә гарий бавир қатарлиқлар баянаттики сөзидә юқириқи қарарниң интайин муһимлиқини тәкитләп: “бу уйғур қатарлиқ мусулман хәлқләр учраватқан заманиви қуллуққа қарши күрәш йолида елинған муһим қәдәм. Сода тәминат зәнҗири һәққидә тәвсийә нәтиҗисидә америка ширкәтлири әмди тәминләш зәнҗирлиридә йүз бериватқан еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини көрмәскә салалмайду,” деди.

Улар баянатида йәнә америкадики 4 министирлиқ бирликтә чиқарған бу қарар арқилиқ америка һөкүмитиниң өзиниң бу мәсилигә җиддий қараватқанлиқини намаян қилғанлиқини тәкитләш билән биргә, дуняниң башқа җайлиридики зор тиҗарәт саһәсини, болупму даңлиқ кийим-кечәк маркиси вә парчә сатқучиларниму хитай компартийәсиниң ирқий қирғинчилиқ түсини алған сиясәтлири, диний бастуруши вә уйғур районидики мәҗбурий әмгәк сияситини давам қилишиға янтаяқ болмаслиққа чақирди.

Америка кеңәш палатаси әзаси марко рубийо бу һәқтә тивиттердики учурида юқириқ қарарни қоллаш билән биргә, өзи тонуштурған “уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишни чәкләш қануни лайиһәси” ниң дәрһал мақуллиниши керәкликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.