Америка хәлқара диний әркинлик комитети уйғурарға диний зиянкәшлик қилғучиларни җавабкарлиққа тартишни тәләп қилди

Мухбиримиз әркин
2020.08.21

Америка хәлқара диний әркинлик комитети “хәлқара диний етиқад асасидики зораванлиқ һәрикәтлириниң қурбанлирини хатириләш күни” мунасивити билән баянат елан қилип, уйғурларға диний зиянкәшлик қилғучиларни җавабкарлиққа тартишни тәләп қилди. Мәзкур тәшкилатниң тәкитишичә, хәлқара җәмийәт диний зиянкәшлик қилғучиларни җавабкарлиққа тартип, зиянкәшликкә учриғучилар үчүн адаләтни ишқа ашуруши керәк икән.

Америка хәлқара диний әркинлик комитети 21-авғуст елан қилған баянатида мәзкур комитетниң рәиси гейл манчин “хәлқара җәмийәт өз ара һәмкарлишип, зиянкәшлик қилғучиларни җавабкарлиққа тартиш арқилиқ зиянкәшликкә учриғучилар үчүн адаләтни ишқа ашуруши, һөкүмәтләр һәрикәткә келип, ирқий қирғинчилиқ вә башқа вәһшиликләргә һәргиз йол қоймайдиғанлиқини намаян қилиши керәк” дегән.

Баянатта йәнә хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси типми перкинсон бу күнни тоғра хатириләш үчүн дөләт яки ғәйрий дөләт елементлириниң диний топларға қаритилған һуҗумлирини ечип ташлаш керәкликини билдүрүп: “бу даешниң ирақдики йәзидиләр, християнларгә қаритилған ирқий қирғинчилиқи, хитайдики уйғурларға қаритилған хорлаш, бирмадики роһинга мусулманлириға вә християнлириға қаритилған кәң көләмлик вәһшийликләрни өз ичигә алидиғанлиқи” ни билдүргән.

Б д т 2019-йили 13-май күни қарар мақуллап, һәр йили 22-авғустни “хәлқара диний етиқад асасидики зораванлиқ һәрикәтлириниң қурбанлирини хатириләш күни” қилип бекиткән. Бу йил 22-авғуст буниң 2-қетимлиқ хатирә күнидур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.