27-Өктәбир “хәлқара диний әркинлик күни” дә уйғурларниң диний әркинлики тәкитләнди

Мухбиримиз ирадә
2021.10.28

Америка президенти җов байден 27-өктәбир чаршәнбә күни “хәлқара диний әркинлик күни” мунасивити билән елан қилған язма баянатида, американиң дуня миқясида диний әркинликниң капаләткә игә болуши үчүн давамлиқ һәрикәт қилидиғанлиқини билдүргән. У диний әркинлик мәсилисини инсанийәтниң қиммәт қарашлирини қоғдашла әмәс, бәлки дуняниң бихәтәрликини қоғдаштики муһим ноқта, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән.

Америка кеңәш палата әзаси марко рубийо “хәлқара диний әркинлик күни” мунасивити билән елан қилған баянатида, уйғурларға қаритиливатқан диний зиянкәшликниң тохтитилишини тәләп қилған. У диний әркинликниң һәрбир адәмгә берилгән тәбиий һоқуқ икәнликини тәкитлигән баянатида, өзиниң бу күндә барлиқ етиқадчилар билән бир сәптә туридиғанлиқини, уйғурларға, тибәтләргә қаритиливатқан диний зиянкәшликниң аяқлишиши керәкликини билдүргән.

Америка ташқий ишлар министирлиқи “хәлқара диний әркинлик күни” мунасивити билән елан қилған баянатида, американиң диний әркинликни дәпсәндә қилғучиларниң җавабкарлиқини сүрүштә қилиш арқилиқ хәлқара диний әркинликни илгири сүрүшкә тиришидиғанлиқини баян қилған.

“вашингтон почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, 26-өктәбир күни америка ташқий ишлар минситирлиқиниң диний әркинлик алаһидә әлчиликигә намзат көрситилгән рашад һүсәйинни баһалаш испат аңлаш йиғини ечилған. Америка кеңәш палатаси ташқий ишлар комитетидики йиғинда намзат рашад һүсәйин хитай билән болидиған дипломатик яки иқтисадий сөһбәтләрдә диний әркинлик мәсилилириниң һәргиз қурбанлиқ қилинмаслиқиға капаләтлик қилидиғанлиқи тоғрисида қәсәм бәргән.

У уйғурлар тоғрисида кеңәш палата әзалири сориған соалиға җаваб бәргәндә: “хитай дунядики диний әркинликни әң еғир дәпсәндә қилғучиларниң бири” дегән. У йәнә уйғурларға, тибәт буддистлириға, хитай хиристиянлириға вә фалунгуң муртлириға қилиниватқан зулумни тохтитиш үчүн американиң хитайға йәниму көп бесим қилиши керәкликини билдүргән. У ахирида йәнә хитайниң уйғурларға қиливатқан зулумини тохтитиш үчүн американиң мусулман дөләтләрни һәрикәткә кәлтүрүши керәкликиниму әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.