Диний кийимләрниң уйғур қаришилиқиниң символи болуп қалғанлиқи мәлум

Мухбиримиз җүмә
2015.03.28


Хәлқара мәтбуатлардики анализларда уйғур елидә хитай һөкүмити күчәп чәкләватқан диний йосундики кийим - кечикләрниң уйғурларниң хитай һөкүмитигә қариши туруштики символи болуп қалғанлиқи көрситилмәктә.

Хоңкоңдин чиқидиған җәнубий җуңго сәһәр почтиси агентлиқида бу һәқтә берилгән бир парчә мақалидә билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний йосундики кийимлирини чәкләш һәрикити көзлигән үнүм беришниң орниға әкс тәсир көрситишкә башлиған.

Мақалидә нәқил қилишичә, америка индиана университети тәтқиқатчиси тимотй гросе вә австралийә ла тробе университети тәтқиқатчиси җәймис ләйболдларниң ейтқанлиридин нәқил қилишичә, "диний йосунда кийиниш қаршилиқ көрситиш символи вә өзиниң етник миллий кимликини җакарлайдиған васитигә" айланған.

Мақалидә көрситишичә, диний йосунда кийинишни кәң - көләмдә қаттиқ чәкләш хитай коммунист партийиси билән уйғурлар арисидики аталмиш террорлуққа қарши туруш һәрикити билән күчийиватқан җиддийчилик вә йириклишишини техиму улғайтиветидикән.

Хитай һөкүмити бу йил февралдин башлап мәхсус қанун мақуллап уйғур елидә диний йосунда кийинишни чәклигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.