Қәшқәрдә сақал қойған 38 яшлиқ бир әргә 6 йиллиқ, униң ропаш артқан аялиға 2 йиллиқ қамақ җазаси берилди

Мухбиримиз қутлан
2015.03.30

“җуңго яшлар гезити” ниң хәвиригә қариғанда, йеқинда қәшқәр шәһәрлик сот мәһкимисиниң сақал қойған бир уйғур әргә 6 йиллиқ, униң ропаш артқан аялиға 2 йиллиқ қамақ җазаси бәргәнлики мәлум.

Бу хәвәр түнүгүндин буян хәлқарадики чоң-кичик таратқуларниң һәммисидә дегүдәк улап бесилип, хәлқара җәмийәтниң күчлүк диққитини қозғимақта.

“җуңго яшлар гезити” гә бесилған мәхсус хәвәрдә мундақ дейилгән: “38 яшлиқ мәмтимин 2010-йилидин буян сақал қойған, униң аяли оринип ропаш артқан. Кәнт кадирлири билән қәшқәр шәһәрлик сиясий қанун хадимлири көп қетим уларға агаһландуруш бәргән болсиму, лекин әр-аял иккиси пәрва қилмиған. Мәмтимин вә униң аяли дөләт қанунини көзгә илмай, аммиви сорунларда сақал вә ропаш билән йүргәнлики үчүн қанун бойичә җаза берилди.”

Дуня уйғур қурултийи вә хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай даирилириниң бу хил чәктин ашқан қилмишини “сиясий зулум” дәп әйиблиди.

Қәшқәрдики тәшвиқат орунлири фирансийә хәвәр агентлиқи қатарлиқ хәлқарадики таратқуларниң бу һәқтики соаллирини җавабсиз қалдурған. Хитайдики һөкүмәт таратқулири бу хәвәрни дәрһал тор бәтлиридин өчүрүвәткән. Хитайдики бир тор кезәри: “әгәрдә коммунизм тәлиматиниң бовиси маркс җуңгода қайта тирилгән болса, у қанчә йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған болатти?” дегән кинайини язған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.