Америка дөләт мәҗлиси әзалири бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилишни дөләт мудапийә хамчот қануниға киргүзүшни тәләп қилған

Мухбиримиз әркин
2021.10.29

Америка кеңәш палатасиниң партийә һалқиған бир гуруппа әзаси бейҗиң қишлиқ олимпикини байқут қилишқа даир қанун түзитиш лайиһәси тәйярлап, уни американиң дөләт мудапиә хамчот қануниға киргүзүшни тәләп қилған.

Мәлум болушичә, мәзкур қанун түзитиш лайиһәсидә америка әмәлдарлириниң һөкүмәт пули билән бейҗиң қишлиқ олимпикиға қатнишиши чәкләнгән, шундақла хитай компартийәси уйғур “ирқий қирғинчилиқи” ни өз ичигә алған һазирқи мәвҗут кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә хатимә беришкә чақирилған.

‍Әгәр җумһурийәтчи кеңәш палата әзаси мит ромнейниң башчилиқида оттуриға қоюлған бу лайиһә мақулланса, у американиң 2022-йиллиқ дөләт мудапийә хамчотиға киргүзүлидикән. Бирақ қанун түзитиш лайиһәсидә һөкүмәтниң америка тәнһәркәтчилирини, шундақла америка олимпик комитети, мийиплар олимпик комитети вә уларниң хадимлирини пул билән тәминлиши чәкләнмигән. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мит ромней бу хил байқут қилишниң хитай компартийәсигә зиян йәткүзидиғанлиқиға даир қилған сөзидә, “бу хил байқутниң америка тәнһәткәтчилиригә әмәс, хитай компартийәсигә зиян йәткүзидиғанлиқи” ни тәкитлигән.

Бу қанун түзитиш лайиһәси кеңәш палатасиниң демократлардин болған әзаси тим кейн, ед маркей вә җумһурийәтчиләрдин болған әзаси тод йоң қатарлиқларниң қоллишиға еришкән. Бирақ байден һөкүмитиниң бейҗиң олимпикигә қандақ позитсийә тутудиғанлиқи техи ениқ әмәс. Ақсарай илгири бу мәсилигә иттипақдаш дөләтләр билән мәслиһәтлишип қарар қилидиғанлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.