Америка дөләт мәҗлиси муһаҗирәттики тибәтликләр үчүн 6 милйон доллар ярдәм пули тәстиқлиған
2015.12.21
“тибәт авази” ториниң хәвиригә қариғанда, америка дөләт мәҗлиси бүгүн америка малийә министирлиқиниң 2016-йиллиқ хамчот пиланидин 6 милйон доллар аҗритип муһаҗирәттики тибәтләргә ярдәм беришни тәстиқлиған.
Игилинишичә, америка дөләт мәҗлиси тәстиқлиған 6 милйон долларниң бир қисми тибәтләрниң тили, мәдәнийити вә динини қоғдашқа, йәнә бир қисми һиндистан вә непалдики тибәт көчмәнлирини олтурақлаштурушқа сәрп қилинидикән.
Хәвәрдә дейилишичә, бу йил америка дөләт мәҗлисиниң тибәтләр үчүн тәстиқлиған ярдәм пули алдинқи йилиға қариғанда бир һәссә ашқан. Йәни 2015-йилидики 3 милйон доллардин һазир 6 милйон долларға көпәйгән.
Бүгүн сүргүндики тибәт мәмурий мәркизиниң башлиқи лобсаң саңгай бу мунасивәт билән баянат елан қилип, пүтүн тибәтләр намидин америка дөләт мәҗлисигә алаһидә тәшәккүр билдүргән.