Америка дөләт мудапиә министири һейгил, хитай билән тор җасуслуқ һәрикити һәққидә сөзлишидиғанлиқини билдүрди

Мухбиримиз әркин
2013.05.31

Америка дөләт мудапиә министири чак һейгил, сингапорда өткүзүлидиған хәлқара бихәтәрлик йиғинида хитай һәрбий вәкилләр өмики билән көрүшүп, хитай торбузарлириниң америка тор бәтлиригә һуҗум қилиш һәрикити тоғрилиқ сөзлишидиғанлиқи вә хитайға бесим ишлитидиғанлиқини билдүргән.

Фирансийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һейгил хитай һәрбий вәкилләр өмики билән көрүшкәндә бир тор бихәтәрлик “йол хәритиси” түзүп чиқишни тәләп қилип, америка тор системиси дуч кәлгән хәвпни йәңгиллитишкә тиришидикән.

У, бу мәсилини һәл қилишниң бирдин-бир йоли буни түзүмләштүрүш, дегән.

Һейгил йәнә, ш а о ә т ниң келәр һәптә ечилидиған мудапиә министирлири йиғинида, тор бихәтәрлик мәсилисиниң музакирә қилинидиғанлиқини билдүргән.

Америка мудапиә пән-техника комитетиниң йеқинда тәйярлап, дөләт мәҗлисигә йоллиған доклатида, хитай торбузарлириниң бир қисим америка һәрбий қорал-ярақ сихемисини оғрилап кәткәнликини илгири сүргән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни чак һейгилниң сөзигә инкас билдүрүп, хитай һәрбий вәкилләр өмикиниң чак һейгил билән көрүшкәндә, тор бихәтәрликни “соғуқ қанлиқ билән” сөзлишидиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмити торбузарлириниң америка һөкүмәт вә кархана тор системисиға һуҗум қилип, җасуслуқ һәрикәтлири билән шуғулланғанлиқи, торбузарлириниң һәрбий тәрәп алақиси барлиқини изчил рәт қилип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.