“дөләт ортақ тили дәрсханиси” хитай шәһәрлиридики уйғурларғиму кеңәйтилгән

Мухбиримиз җүмә
2018.02.10

Хитай даирилириниң аталмиш “милләтләр иттипақлиқи аилиси” вә хитай тилини омумлаштурушни мәқсәт қилған “дөләт ортақ тили дәрсханиси” һәрикитини хитай шәһәрлиридә сода қиливатқан уйғурларға қәдәр кеңәйткәнлики мәлум.

“хитай хәвәрләр тори” ниң көрситишичә, 6-феврал гуаңҗу шәһири даирилири мәзкур шәһәрдә сода қиливатқан бир уйғур рестораниға аталмиш “дөләт ортақ тили дәрсханиси” ләвһәсини тәқдим қилған. 

Хәвәргә берилгән мурасим һәққидики фото сүрәтләргә қариғанда, мәзкур паалийәтниңму уйғур елидә кеңәйтилгән аталмиш “милләтләр иттипақлиқи аилиси” байриқи астида йолға қоюлғанлиқи мәлум. 

Ләвһәни гуаңҗу шәһәрлик партком вә гуаңдуң өлкиси шинҗаңлиқ содигәрләрни башқуруш орни бирлишип тарқатқан. 

Бу ресторандики уйғур хизмәтчиләргә хитай тили дәрси өтүшни мәзкур шәһәрдики йиңтәй башланғуч мәктипи үстигә алған болуп, мәктәп тәйинлигән оқутқучилар һәр һәптидә бир қетим ресторанға келип дәрс өтидикән.

Хитай даирилири аталмиш “милләтләр иттипақлиқи аилиси” сияситини уйғур елиниң һәр қайси җайлирида кеңәйткән вә һәр дәриҗилик һөкүмәт кадирлирини уйғурлар билән “туғқан” болушқа сәпәрвәрлик қилған. 

Өткән йилиниң ахири зор бир түркүм һөкүмәт хадимлири уйғурларниң өйидә бир һәптә йетип-қопушқа орунлаштурулған.

Кейин бу кадирларниң өзи орунлашқан аилиләрниң әһвалини игиләйдиғанлиқи, уларниң барлиқ иш-һәрикәтлирини хатириләп юқириға мәлум қилидиғанлиқи ашкариланған иди.

Бу хилдики “милләтләр иттипақлиқи аилиси” вә “дөләт ортақ тили дәрсханиси” ниң хитайниң башқа җайлирида сода қиливатқан уйғурларғиму кеңәйтилгән, кеңәйтилмигәнлики, уйғур рестораниға тәйинләнгән хитай оқутқучиниң дәрс өтүштин башқа йәнә қандақ йошурун вәзипиләрни үстигә алғанлиқи һазирчә намәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.