Хитай дөләт земин байлиқи министирлиқи мәҗбурий йәр игиләшни тохтитишни тәләп қилди
2013.05.15
Хитай дөләт земин байлиқи министирлиқи җиддий оқутуш чиқирип, қанунсиз вә мәҗбурий йәр игиләшни дәрһал аяғлаштурушини тәләп қилди.
Мәзкур уқтуруш “хитай күндилик хәвәрләр гезити” ниң чаршәнбә күндики санида бесилди.
Мәлум болушичә, мәзкур уқтуруш хитайдики көплигән наразилиқларға сәвәб болған йәр игиләш җиддийчиликини пәсәйтишкә қаритилған икән.
Уқтурушта йәрлик һөкмәтләр йәр игиләш басқучилирини қелиплаштурушқа чақирилған. Уқтурушта мундақ дейилгән: қанунсиз вә мәҗбурий йәр игиләш қилмишлири қаттиқ җазалиниду.
Мәлум болушичә, хитайдики йәр мүлүк ширкәтлириниң һәр хил васитиләрни қоллинип деһқанларни терилғу йәр вә өй-маканлиридин айрилишқа мәҗбурлаш һадисиси йеқини йиллардин бери техиму омумлашқан. Көрситилишичә, хитайда йәр игиләш кәлтүрүп чиқарған наразилиқ йилға 90 миң қетимға йетидикән.
Хитай ширкәтлириниң уйғур елидики терилғу йәрләрни мәҗбурий игиләш қилмишлири 2010-йилдики “шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин техиму кеңәйгәнлики илгири сүрүлгән иди. Шундин кейин көплигән уйғур деһқанлириниң терилғу йәр, өй-мүлүк вә мевилик бағлиридин айрилғанлиқи радиомиздиму көп хәвәр қилинған.
Һалбуки, земин байлиқи министирлиқи чүшүргән бу қетимқи буйруқниң уйғур елидә кәң әвҗ алған қанисиз йәр игиләш қилмишиға қандақ тәсир көрситидиғанлиқи һазирчә намәлум.