Хитай һөкүмити дубәйдики “қара түрмә” ләр арқилиқ муһаҗирәттики уйғурларни “овлимақта”

Мухбиримиз әзиз
2022.02.09
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Өткән бирнәччә йилдин бери хитай һөкүмитиниң чәт ‍әл һөкүмәтлири өткүзүп бәргән бир қисим уйғурларни из-дерәксиз ғайип қиливәткәнлики һәрқайси ахбарат вастилирида тилға елинип кәлгән иди. “асман хәвәрлири” агентлиқиниң бу һәқтики тәкшүрүш доклати хитай һөкүмитиниң әрәб бирләшмә хәлипиликидики дубәй шәһридә тәсис қилинған “қара түрмә” арқилиқ муһаҗирәттики уйғурларни һуҗум нишани қиливатқанлиқи һәмдә башқа дөләтләрни уйғурларни тутқун қилип хитайға ‍өткүзүп беришкә қиставатқанлиқини паш қилди.

Доклатта ейтилишичә, хитай истихбарат органлири чәт әлдики уйғурларни изчил һуҗум нишани қиливатқан болуп, уларниң бәзилири хитайға җасуслуқ қилишқа мәҗбурланған. Йәнә бәзилири үчинчи бир мәмликәттә қолға елинип, хитайға қайтуруп берилгәндин кейин ғайип болған. Доклатниң апторлири уйғурларниң нөвәттә өз вәтинидә қирғинчилиққа учраштин башқа чәт әлләрдиму хитай һөкүмитиниң паракәндә қилишидин қутулалмайватқанлиқи, буниңда дубәй шәһириниң ачқучлуқ рол ойнаватқанлиқини тәпсили баян қилип бәргән.

Доклатта исми тилға елинған уйғурлардин голландийәдә олтурушлуқ җәсур 2019-йили өзиниң үрүмчидики кона достлириниң бири билән дубәйдә учрашқан. Сөһбәттә у “дости” ниң хитай дөләт хәвпсизлик идарисиниң хадими икәнликини билгән. Униң дости җәсурниң бурунқи аялида қәшқәрдики мәлум бир лагерға қамалған 800 дин артуқ кишиниң тәпсилий архипи барлиқини ейтип: “аялиң бу учурларни паш қилмақчи болуватиду. Сән бизгә ярдәмлишип бу бармақ дискини униң компютериға киргүзүп қойсаңла, биз ашу учурларни еливалимиз. Буниң үчүн алаһидә мукапат алисән” дегән. У қайтқандин кейин бу бармақ дискини сақчи орунлириға тапшуруп бәргән. Кейин униң “дости” көп қетим телефон қилған болсиму, у җаваб бәрмигән. Ахири бир күни униңға аниси сақчи идарисидин телефон қилған. Шу вақиттила у сиңлиси, акиси вә анисини хитай сақчиларниң гөрүгә елип болғанлиқини билгән.

Доклатта көрситилишичә, хоңкоң демократик намайишини һемайә қилип торларда язма елан қилған хитай яш ваң җиңйү америка сәпиридә дүбәйдә тутқун қилинған. Бу җайдики “қара түрмә” дә уни хитай сақчилири бир һәптә сорақ қилған. У шу вақитта сорақчилар арисида ‍олтурған кишиләрниң бириниң дәл хитай һөкүмитиниң дубәйдики консулханисиниң баш консули ли шүхуаң икәнликини тонуп қалған. Уни “қутулдуруш” үчүн дубәйгә кәлгән қиз достиму тутқун қилинған һәмдә өзи қамалған җайда йәнә бир уйғур қизниң өзидин бурун қамаққа елинғанлиқини көргән.

Апторлар зиярәт қилған нигарә йүсүп, аманниса абдулла, һүсәйин, әһмәд, муса қатарлиқ уйғурлар дубәй шәһридә хитай сақчилириниң түрлүк сорақлириға вә тутқун қилишиға шаһид болғанлар болуп, уларниң бәзилири хитайға җасуслуқ қилишқа зорланған. Йәнә бәзилири хитайға өткүзүп берилгәндин кейин ғайип болған. Хитай билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисидики қоюқ достлуқ вә иқтисадий һәмкарлиқ, йәнә келип икки тәрәп оттурисидики җинайәтчиләрни өткүзүп бериш шәртнамиси бу ишларни бәкму зор “қолайлиқ” билән тәмин әткән. Һазирғичә аз дегәндиму 292 нәпәр уйғур әрәб дөләтлиридә тутқун қилинған вә хитайға өткүзүп берилгән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.