Дуняниң һәр қайси җайлиридики парламент әзалири тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни бихәтәр дөләткә йөткәшни тәләп қилди
2024.11.11
Дуняниң һәр қайси җайлиридики онлиған парламент әзалири б д т ниң мусапирларниң кишилик һоқуқ ишлириға мәсул комиссариға хәт йезип, тайландта он йил тутуп турулған 48 уйғур панаһлиқ тилигүчиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилишни тәләп қилған.
Әнглийә “мустәқиллиқ” хәвәр ториниң 11-ноябир бәргән хәвиридә ейтилишичә, хитай ишлири парламентлар бирләшмисиниң әзаси болған 26 парламентниң 50 дәк әзаси б д т ниң мусапирларниң кишилик һоқуқ ишлириға мәсул комиссари филиппо гранди (Flippoo Grandi) ға бирликтә хәт йезип, 48 уйғурни хитайға қәтий қайтурмаслиқни тәләп қилған һәмдә уларниң хитайға дәссигән һаман зиянкәшликкә учрайдиғанлиқи, түрмигә киридиғанлиқини, һәтта униңдинму еғир җазаға учрайдиғанлиқини әскәрткән.
“ню-йорк вақти гезити” ниң һәптә ахиридики доклатида қәйт қилинишичә, тайландта тутуп турулуватқан уйғур әрлири 25 яштин 50 яшқичә болуп, туруватқан шараити интайин начар икән. Шу сәвәбтин 10 йил ичидә илгири-кейин болуп, бир қанчә уйғур өлүп кәткән икән. Һазир тутуп турулуватқанларниң туғқанлири, адвокатлири яки башқа адвокатлири билән алақилишиши мәни қилинған болуп, уларға башқа тутқунларға охшимайдиған давалаш өлчими қоллинилидикән.
Тайландта 10 йилдин бери қамақта йетиватқан бу уйғурлар өз елидә зиянкәшликкә учриғандин кейин тайландқа қечип кәткән 350 әтрапидики уйғур мусапириниң бир қисми болуп, улардин 172 аял вә бала түркийәгә әвәтилгән, 109 киши мәҗбурий һалда хитайға қайтурулғаниди.
Әнглийә, канада, явропа парламенти, украина, германийә, тәйвән вә шиветсарийә қатарлиқларниң парламент әзалири филиппо грандиға язған хетидә: “биз ашу уйғур әрлирини орунлаштурушни халайдиған чәтәл һөкүмәтлири чоқум чиқиду дәп ойлаймиз” дегән. Улар хетидә, 48 уйғурни орунлаштурушқа тәйярланған дөләтләрниң мәвҗутлуқини ашкарилап, алақидар органларни уларниң олтурақлишишиға қулайлиқ яритип беришкә чақирған.
Хитай ишлири парламентлар бирләшмиси демократик дөләтләрдин тәшкилләнгән парламент әзалириниң партийә һалқиған хәлқаралиқ иттипақи болуп, “дуняниң һәрқайси җайлиридики парламент әзалирини иттипақлаштуруш, демократийәни илгири сүрүш вә хитайниң демократийә дүшмәнлики вә кишилик һоқуқ низамиға салидиған тәһдитлиригә қарши туруш” ни асасий нишан қилидикән.