Дуня пуқралар соти ши җинпиң үстидин тутуш буйруқи чиқарған
2024.07.15
Өткән һәптә голландийәниң гаага йәни дәнһаг шәһиридики дуня пуқралар сот мәһкимиси, ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиш билән әйибләнгән хитай рәиси ши җинпиң үстидин тутуш буйруқи чиқарған. Дуня пуқралар сотиниң 12-июл елан қилған тутуш буйруқида қәйт қилинишичә, мәзкур сот ши җинпиңниң тибәттә инсанийәткә қарши җинайәт, уйғур елидә ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиш билән әйиблинип қолға елиниши вә сотлиниши үчүн “йетәрлик қануни асасларға еришкән. ”
Сотниң тутуш буйруқида, хәлқара җәмийәт ши җинпиңни қолға елишқа чақирилған болсиму, әмма сотниң ши җинпиңни тутуш һәққидики мәҗбурлаш күчи болмиған бу қарариға һөкүмәтләрниң қандақ инкас қайтуридиғанлиқи мәлум әмәс.
8-Июлдин 12-июлғичә давамлашқан сотта гүлбаһар хативаҗи, абдувәли аюп вә абдуреһим ғени қатарлиқ уйғурлардин башқа йәнә, тибәтләр, моңғуллар вә хитай шаһитлар гуваһлиқ бәргән. Дуня пуқралар сотиниң ши җинпиң үстидин чиқарған тутуш буйруқида, ши җинпиң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш, түрмигә қамаш яки җисманий әркинликидин мәһрум қилиш, қийнаш, басқунчилиқ вә туғмас қилишни өз ичигә алған җинси зораванлиқ, уйғур балилирини мәҗбурий йөткәш, мәҗбурий әмгәк күчлирини йөткәш, җазалаш, мәҗбурий ғайиб қиливетиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләнгән. Шуниң билән бир вақитта ши җинпиңниң тибәттә балиларни мәҗбурий йөткәш, кишиләрни түрмигә қамаш яки җисманий әркинликидин мәһрум қилиштәк инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиш билән җазаға тартилидиғанлиқи тәкитләнгән.
Дуня пуқралар сотиниң қарариниң қануни мәҗбурлаш күчи болмисиму, әмма униң символлуқ әһмийити зор, дәп қаралмақта. Мәзкур дуня пуқралар сот мәһкимиси 2023-йили 2-айда русийә пирезиденти путинни сотлап, униң уруш җинайити садир қилғанлиқини бекиткән. Мәзкур сотниң қараридин бир ай кейин хәлқара җинайи ишлар соти путин үстидин тутуш буйруқи чиқарған.