Доналд трамп дуня сәһийә тәшкилатиға берилидиған мәбләғни тохтитидиғанлиқи җакарлиди

Мухбиримиз әзиз
2020.04.15

Америка президенти доналд трамп 14-апрел күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида америка һөкүмитиниң дуня сәһийә тәшкилатиға һәр йили берип келиватқан зор соммилиқ мәблиғини тохтитип қойғанлиқини елан қилди.

Мухбирларни күтүвелиш йиғинида президент трамп дуня сәһийә тәшкилатиниң хитайдин тарқалған таҗсиман вируси һәққидики учурларни мувапиқ бир тәрәп қилалмиғанлиқи һәмдә бу арқилиқ дуняни қаймуқтуруп қойғанлиқини қаттиқ әйибләп: “дуня сәһийә тәшкилати өз хизмитиниң һөддисидин чиқалиған һәмдә вирусниң хәтирини тоғра мәлум қилған болса бүгүн бунчә көп адәм өлүп кәтмәйтти,” деди.

“ню-йорк вақти гезити” ниң 14-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, америка һөкүмити 2019-йили дуня сәһийә тәшкилатиға 553 милйон америка доллири бәргән болуп, хитай һөкүмити бәргән 40 милйон долларлиқ мәбләғниң он һәссисидинму көп икән.

Хәвәрдә ейтилишичә, америкада вирус байқалған дәсләпки вақитларда дуня сәһийә тәшкилати таҗсиман вирусниң адәмдин адәмгә юқмайдиғанлиқи, шундақла униң контрол қилишқа болидиған кесәллик икәнлики һәққидә учур тарқатқан. Уларниң бу һәқтики мәлуматлири болса хитай тәрәпниң мәлуматлири асасида тәйярланған. Дуня сәһийә тәшкилатиниң бу һәқтики учурлирини асасий мәнбә қилған америка һөкүмити мушу сәвәбтин вирус тарқалған дәсләпки мәзгилдә буниңға қарита җиддий инкас қайтурмиған. Әмма кейинки реаллиқ әмәлий әһвалниң бундақ әмәсликини көрсәткәндин кейин трамп һөкүмити дәрһал хитайдин келидиған кишиләрни чеградин киргүзмәслик тәдбирини қолланған.

Доналд трамп бу һәқтә мухбирларға сөз қилип: “мушу тәдбирни балдуррақ қолланған болсақ техиму көп кишиләрниң һаятини сақлап қалған болаттуқ. Әмма дуня сәһийә тәшкилати бу тәдбиримизгә шу вақиттин тартипла қарши чиқип кәлгән,” дегән.

“күндилик чақирғу” гезитиниң 15-апрелдики санида берилгән мақалида ейтилишичә, дуня сәһийә тәшкилати әмәлийәттә вирус тарқилишқа башлиғандила буниң адәмдин адәмгә юқидиғанлиқи һәмдә толиму хәтәрлик икәнлики тоғрисида көплигән мәлуматларни тапшурувалған. Җүмлидин мәзкур тәшкилатниң юқири дәриҗилик мутәхәссислиридин доктор марина керков өзлириниң 2019-йили 31-декабирдила бу тоғрисида доклат тапшурувалғанлиқини билдүргән. Әмма “хитайниң биваситә ярдими билән дуня сәһийә тәшкилатиниң рәисликигә сайланған” дәп қариливатқан тедрос ғебрейесусниң чиң турувелиши билән бу һәқтики мәлуматлар бесип қоюлған. 2020-Йили 22-январға кәлгәндә андин буниң адәмдин адәмгә юқидиғанлиқини елан қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.